Америка кеңәш палата әзаси шрод бравн, америка ташқи ишлар министирини уйғур мәсилисигә арилишишқа чақирди


2008.03.19

Америка дөләт мәҗлиси, кеңәш палатаси әзаси шрод бравн, чаршәнбә күни америка ташқи ишлар минстири кандилиза райсқа бир хәт әвәтип, униңдин уйғурлар мәсилисигә арилишишни тәләп қилған.

Широд брван хетидә, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң икки оғли шуниңдәк уйғур хәлқиниң әркинлики вә кишилик һоқуқи үчүн күрәш қилған миңлиған уйғур сиясий мәһбуслирини түрмиләрдә тутуп туруватқанлиқини тәкитләп "рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлириниң, униң кишилик һоқуқ үчүн елип бериватқан паалийәтлиридин интиқам елиш үчүн түрмигә ташланғанлиқини, өткән йил июл ейида президент бушму қобул қилған" дәп әскәрткән.

Хетидә, тибәттики вәқәләр, олимпик тәнһәрикәт йиғининиң ечилишиға бәш айдин аз бир вақит қалған мәзгилдиму хитай һөкүмитиниң бастуруш сияситини давамлаштуруватқанлиқини көрситиду дәп тәкитлигән шрод брван "мән сиздин, уйғурлар мәсилисигә җиддий көңүл бөлүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан хорлаш сияситини тохтитиши шуниңдәк рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири вә уйғур сиясий мәһбусларни қоюп бериши үчүн, тиришчанлиқ көрситишңизни сораймән" дегән.

Америка ташқи ишлар минстири кандилиза райсқа язған хетидә, уйғурларниң хитай һөкүмити дегәндәк диний әсәбийлик вә террорлуқ һәрикәтлири билән мунасивити йоқлуқини тәкитлигән шрод бравн, "хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити, уйғурларниң мәдәнийитини, миллий кимликини шуниңдәк уларниң вәтинини йоқитишни мәқсәт қилған мәқсәтлик бир сиясәт" дәп көрсәткән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.