"Ғәрбниң газини шәрққә йөткәш" ниң 3- туруба линийиси қурулмақчи


2007.11.26

Хитай ахбарат васитисиниң мәлуматиға қариғанда, ғәрбниң газини шәрққә йөткәш истратегийилик қурулуш пиланиниң 3- туруба линийиси қурулуши пиланланған болуп, мәзкур қурулуш уйғур елиниң алтай районидин башлинип хитайниң бохәй деңиз қолтуқидики районлирини туташтуридикән.

Шинҗаң хәлқ радио истансисиниң хәвәрләр торида берилгән бу һәқтики мәлуматтин ашкарилинишичә, мәзкур қурулуш линийиси арқилиқ уйғур или вә русийидики тәбиий газлар хитайниң шәрқи қисимдики районларға йөткилидикән.

Хитай уйғур елиниң тәбиий газлирини шәрққә йөткәш салмиқини ашуруш мәқситидә 2004- йили тунҗи қетимлиқ "ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси" қурулушини тамамлиған.

Игилинишичә, җуңго нефит вә тәбиий газ гуруһи ширкити, ғәрбий шималда йәнә 8 миң километирлиқ иккинчи чоң нефит , газ туруба қурулушиға 102 милярд йүән мәбләғ салған болуп, бу тәбиий газ йөткәш туруба линийиси 2010 ‏- йили пүтүп ишқа кириштүрүлмәкчи иди.

Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, бу нөвәт пиланланған "ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба қурулуши" уйғур елидин хитай өлкилиригә туташтурулидиған 3- туруба линийиси болуп, узунлуқи 6 миң километир келидикән. (Җүмә‏)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.