Тарим нефитликидә тәбиий газ ишләпчиқириш алдинқи йилдикидин 40 пирсәнт ашқан


2007.12.21

Хитай ахбарат васитилири бәргән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, бу йил уйғур елидә хитай ишләпчиқарған тәбиий газ миқдари 15.5 Милярд куб метирға йетип, бултурқидин 40 пирсәнт өрлигән.

Тарим нефитлики хитай дөләтлик нефит гуруһиниң башқурушида болуп, 2006- йили 11 милярд куб метир газ ишләп чиқарған иди.

Шинхуа агентлиқида көрситилишичә, хитай тарим нефитликидин хитай өлкилиригә бу йил киргәндин башлап 19- декабирғичә 12 милярд куб метир тәбиий газ тошуп кәткән болуп, нефит ширкитиниң билдүрүшичә, " ғәрбниң газини шәрққә йөткәш туруба линийиси" бу йил ахирғичә хитайға җәмий 13.7 Милярд куб метир тәбиий газ йәткүзүп бултурқидин 9.8 Милярд куб метир ашуридикән.

Тарим нефитликидин башлинип хитайниң шаңхәй шәһиридики бәйхе йезисиға тутишидиған 4200 кило метирлиқ бу туруба линийиси әслидә йилиға 12 милярд куб метир тәбиий газ йөткәш иқтидариға игә қилип лайиһиләнгән болуп, бу йил бу туруба линийиси тошуған газ бәлгилигән чәктин ешип кәткән.

Ашкарилинишичә, 560 миң квадрат километир кәңликтики тарим ойманлиқида 526 милйон тонна нефит записи вә 724 милярд коб метир тәбиий газ записи барлиқи испатланған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.