Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
2008.02.03
2-Айниң 1-күни банкокта өткүзүлгән бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишишни қолға кәлтүридиған асия бойичә уюштурулған бокс мусабиқисида муһәммәд турсун ғәлибә қилип, олимпиккә қатнишиш салаһийитигә еришти. У, 64 килограмлиқлар бойичә мусабиқигә чүшкән болуп, у, қирғизистанлиқ рәқибини йеңип, мәзкур салаһийәтни қолға кәлтүргән.
Өткән йили, америкиниң чикаго шәһиридә өткүзүлгән хәлқара мусабиқигә қатнашқан уйғур йигити ниҗат вә қазақ йигити қанатму ғәлибә қазинип, бейҗиң олимпик мусабиқисигә қатнишиш шәрипигә муйәссәр болди. Мәмәт турсун 2006-йили пүтүн хитай бойичә яш маһирлар мусабиқисида чемпийон болған иди.
Шинхуа ториниң хәвиригә асасланғанда, нөвәттә, уйғур дияридин ниҗат, муһәммәд турсун вә қанаттин ибарәт үч киши бокс бойичә олимпик мусабиқисигә қатнишиш шәрипигә еришкән болуп, бу қетим хитай 10 кишилик бокс командисини мусабиқигә қатнаштуриду. Бу хитай бокс тарихидики тунҗи иш болуп һесаблинидикән. Илгири өткүзүлгән сиднй вә афинадики олимпик мусабиқисигә абдурахман билән қанат айрим-айрим қатнашқан иди.
Бокс хитай үчүн йеңи тәнһәрикәт түри. Бу түрдә абдушүкүр тунҗи қетим хитай чемпийони болғандин тартип, уйғур маһирлири давамлиқ чемпийонлуқни сақлап кәлмәктә. Қазақистандики уйғурлар арисидинму бир қанчә нәпәр дуня вә явропа бокс чемпийонлири йетишип чиққан болуп, бир қисим мутәхәссислири мәзкур тәнһәрикәт түриниң уйғурларниң бәдән сапасиға уйғун келиш әвзәлликидин пайдилинип, уйғур райониниң бокс ишлирини тәрәққи қилдурушни оттуриға қоюшқан. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди
- " Әнглийә шаһзадиси чарлиз олимпик мурасимиға қатнашмайду "
- Илида мәхсус чәтәлликләргә қаритилған тазилаш һәрикити елип берилди
- Или областида даириләр "үч хил қанунсизларни тазилаш" баһанисида 19 чәтәлликни қолға алди
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Голландийидики олимпик вә кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидики йиғин хитайни биарам қилди
- Голландийә ташқи ишлар министирликиниң бейҗиң олимпикини байқут қилиш юмулақ үстәл йиғинида уйғур мәсилиси диққәтни тартти
- Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин
- явропа парламенти хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди