Уйғур елидин алий мәктәпкә тизимлатқан оқуғучиларниң сани зор дәриҗидә ешип кәткән
2007.05.31
2007 - Йиллиқ алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилишта, уйғур елидин 84 миң нәпәр оқуғучи қобул қилиш бәлгиләнгән болуп, әмма бу йил уйғур елидә алий мәктәп имтиһаниға тизимлатқан оқуғучиларниң сани 150 миңдин ешип кәткән.
Хитай ахбарат вастилириниң уйғур аптоном районлуқ оқуғучи қобул қилиш ишханисиниң статистикилиқ мәлуматлиридин нәқил кәлтүрүп көрситишичә, бу сан тарихтики әң юқири чәккә йәткән.
Бу йил алий мәктәп имтиһаниға тизимлатқучиларниң сани 2006 - йилдикигә қариғанда 11 миң 586 адәм көпийип, ешиш нисбити 8.13 Пирсәнт болған. Үрүмчидин алий мәктәпкә имтиһан беридиған оқуғучиларниң сани 20 миңдин артуқ болған.
Мәлум болушичә, бу йил уйғур елидин қобул қилинидиған оқуғучиларниң омумий сани 84миң 23 адәм болуп бултурқидин 5миң 675 адәм көпәйтилгән болсиму, йәнила тизимлатқан оқуғучиларниң сани әслидики пиландин зор дәриҗидә ешип кәткән.
Һалбуки, хитай маарип тармақлири бу санниң қанчилик нисбитини уйғур қатарлиқ башқа милләт оқуғучилири, йәнә қанчилик қисмини хитай оқуғучилар игиләйдиғанлиқини ашкарлимиған.
Әмма, нам - шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур маарипчиниң билдүрүшичә, бу санниң көп қисмини хитай оқуғучилар игиләйдикән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гәнҗяң институтидики уйғур оқуғучилар тамақ ташлиди
- Хитай һөкүмити уйғур елидики алий мәктәпләрдә сиясий идийиви тәкшүрүш елип бармақта
- Хитай университетлири дуняниң арқида қалмақта
- Маарип назарити җигәр яллуғиға гирипдар болған оқуғучиларни оқуштин һәйдигәнликини ақлиди
- Үрүмчи 15 - оттура мәктәптики җигәр яллуғи билән юқумланған оқуғучиларниң көпчилики юртиға қайтурулди
- Уйғур аптоном районидики оқуғучи қобул қилиш ишлири ахирлашти