Уйғур путболчилар ғалип чиқти
2007.07.01
Уйғур елидә яш-өсмүрләрниң путбол һәрикити җанланмақта, йеқинқи йиллардин буян уйғур елиниң һәр қайси вилайәтлиридә шәхсләрниң путбол командилири қурулушқа башлиған болуп, уйғур елиниң ичи -сирти бойичә өткүзүлгән мусабиқиләрдә көрүнәрлик нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлгән.
Игиләшләргә қариғанда, 30-июн күни үрүмчидики тәнтәрбийә мәркизидә өткүзүлгән шинҗаң латарийә путбол командиси билән тйәнҗин паравуз путбол командиси арисида өткүзүлгән мусабиқидә шинҗаң латарийә командиси иккигә қарши үч нәтиҗә билән тйәнҗин паравуз командисини йәңгән. Мусабиқә җәрянида капитан пәрһат қатарлиқ әзимәтләр алаһидә маһаритини намайән қилип, рәқиб команда үстидин ғәлибә қазиништа муһим рол ойниған.
Мусабиқини көрүшкә бир қанчә миң топ мәстаниси кәлгән болуп, уларниң зор көпчиликини уйғур топ мәстанилири игилигән , улар шинҗаң латарийә командисиға күчлүк мәдәт бәргән. Инкасларға қариғанда, мәзкур ғәлибә билән шинҗаң латарийә командиси хитайдики "б " дәриҗилик командиларниң айланма мусабиқисидә шималий районлар бойичә алдинқи орунға өткән.
Өткән әсирниң 50-60-йиллирида уйғур елидә көплигән мәшһур тәнһәрикәт маһирлири йетишип чиққан болуп, аял валиболчилардин зөһрә, әр валиболчилардин малик һәмдә 90-йилларда даң чиқарған васкетбол маһири адилҗан қатарлиқлар хитай бойичә әң алдинқи қатардики топчилар болуп һесабланған иди. Булардин башқа йәнә челиш, бокс түрлири бойичиму уйғур маһирлири чемпийон аталған иди.
Атушниң иксақ кәнтидики уйғур деһқан путболчилириниң өткән әсирниң 20-йиллирида қәшқәрдики шветсийә, әнгилийә консулхана путболчилири билән мусабиқилишип, уларни утувалғанлиқиниң уйғурларға күчлүк мәниви илһам болғанлиқи мәлум. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчи хәлқара айродромида виза бериш түзүми йолға қоюлди
- Или хәлқара путбол мусабиқиси 7 - айда өткүзүлиду
- Үрүмчидә хәлқаралиқ компютер учур техникиси бойичә тәрбийиләш курси ечилди
- " Үрүмчи йәрмәнкиси" ниң ахбарат елан қилиш йиғини муддәттин бурун өткүзүлди
- Үрүмчи даирилири һава муһитини яхшилаш үчүн тәдбир қолланмақчи
- Үрүмчидә игиз имарәтләрни селиш чәкләнди
- Үрүмчиниң һава булғинишини асаслиқ көмүр иси кәлтүрүп чиқармақта
- Үрүмчидики һаваниң булғиниш дәриҗиси техиму еғирлашмақта