"Уйғур қизлири тазилиққа деққәт қилмайтти" дәп әйипләнгән
2007.04.17
Қәшқәр һөкүмәт тор бетидә йәкшәнбә күни, 15-април, қәшқәр вилайитиниң мәлум кадириниң уйғур деһқан әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш хизмити һәққидә, " уйғур қизлири тазилиққа деққәт қилмайтти, ююнушқа қейиқ иди, улар хитай өлкилиригә барғандин кейин начар турмуш һәм тазилиқ адәтлирини өзгәртип мәдәнийәт өгәнди" дегәндәк һақарәтлик баянлири елан қилинди.
Бу миллий кәмситиш һәмдә һақарәт төсини алған сөз ибариләр , әслидинла хитайниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш пиланиға нарази болуватқан уйғурларниң күчлүк қаршилиқ инкасини қозғиди.
Бу мунасивәт билән мухбиримиз гүлчеһрә, америкидики уйғур зиялийлиридин елшат әпәнди вә тарих пәнлири доктори қаһар барат әпәндиләр билән сөһбәттә болди. (Гүлчеһрә)
©
2007 Radio Free Asia