Пәйзиваттин 243 нәпәр уйғур қизи тйәнҗин, хебей қатарлиқ җайларға елип кетилди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.04.17
2008.04.17
Хәвәрдә көрситилишичә, 2007 - йилида уйғур аптоном районлуқ партком вә хәлқ һөкүмити җәнубий уйғур елидә әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш хизмитиниң салмиқини ашурушни тәшәббус қилған болуп, бу хил хизмәт қәшқәр,хотән вә ақсуларда көләмлик елип берилған.
Мәлум болушичә, бу нөвәт қәшқәр вилайити пәйзиват наһийисидин 243нәпәр уйғур қизлири хитайниң тйәнҗин, хебей қатарлиқ җайлириға елип кетилгән болуп, хәвәрдә буларниң қайси завутта немә ишқа селинидиғанлиқи тәпсилий берилмигән.
2006 - Йилидин буян хитайниң йәрлик һөкүмити уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа селиш сияситини йүргүзүп келиватқан болуп, бу уйғур зиялийлирини әндишигә селип келиватқан мәсилә болупла қалмастин, бәлки йәнә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур сиясий паалийәтчилири әң көңүл бөлүватқан мәсилиләрниң бири.