Уйғур аптоном район маарип назарити толуқсиз синип оқутқучилириға ярдәм бериду
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.09.07
2008.09.07
Шинхуаниң аптоном районлуқ маарип назарити оқуғучилар башқармисиниң башлиқиниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, аптоном район ичидики мәхсус толуқсиз оттура синиплири 2004 - йилидин етибарән йолға қоюлған болуп, бу синиплар ичкиридә тәсис қилинған шинҗаң толуқ оттура синиплириниң асаслиқ оқуғучи мәнбәсидур.
Бундақ синиплар үрүмчи, қарамай, шихәнзә, куйтүн, санҗи, ақсу, корла қатарлиқ шәһәрләрдә тәсис қилинған болуп, буниңда һазир 15 миңдин артуқ оқуғучи оқуйду. Мәзкур оқутқучиларға ярдәм соммилири бериштики мәқсәт,уларниң оқуғучиларни тәрбийиләшкә көрсәткән тиришчанлиқлири һәм әмгәклиригә җаваб бериш икән.
Бирақ, хәвәрдә уйғур аптоном райониниң уйғурлар зич олтурақлашқан хотән, қәшқәр вилайәтлиридики көп сандики башланғуч вә оттура мәктәп оқутқучилириниң турмушиға ярдәм бериш мәсилиси тилға елинмиған. Исмини ашкарилашни халимиған бир оқутқучиниң ейтишичә, аптоном районниң ичидики мәхсус толуқсиз синипларда хитай тилида дәрс өтүлиду, оқутқучи - хизмәтчиләрниң мутләқ көпчиликини хәнзулар тәшкил қилидикән.
Әмәлийәттә, узун йиллардин буян миллий маарип саһәсидә ишләп келиватқан, өз миллий тил йезиқида дәрс өтидиған миңлиған оқутқучиларму бу ярдәмләргә еришиши керәк икән.