Уйғур ели билән сибирийә арисидики мунасивәтләр қоюқлашмақта


2007.10.28

Уйғур истратегийә мутәхәссислири хитай һөкүмитиниң ғәрбий районларни тәрәққи қилдуруш шуари астида уйғур дияриниң русийиниң оттура вә җәнубий сибирийә районлири билән болған мунасивәтлирини күчәйтиватқанлиқи, җүмлидин уйғур елиниң хитайниң ғәрбий, җәнубий вә оттура асия һәмдә русийиниң сибирийә районлириға қаратқан истратегийилик планлирини әмәлгә ашурушта муһим васитә һәм базиға айландуриливатқанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Шинҗаң хәвәр ториниң учуридин қариғанда, 25-өктәбир күни русийә пәнләр академийисиниң сибирийә тармиқиниң пән-техника нәтиҗилири көргәзмиси үрүмчидә өткүзүлгән болуп, буниңға 100 дин артуқ адәм қатнашқан һәмдә 200 нәччә пән-техника орнини җәлп қилинған.

Игилишимизчә , бу паалийәтни уйғур аптоном районлуқ пән-техника назарити, шинҗаң пән-техника учур тәтқиқат иниститути, русийә пәнләр академийиси, сибирийә шөбиси қатарлиқ орунлар бирликтә өткүзгән болуп, русийә пәнләр академийисиниң нефит-химийә, көмүрчилик , биологийә қатарлиқ саһәләргә мәнсуп 40 нәччә түрлүк пән-техника нәтиҗилири көргәзмә қилинған.

Техи йеқиндила русийиниң алтай өлкиси, алтай җумһурийити, моңғулийә , хитай қатарлиқ алтай тағлири билән бағлинишлиққа игә дөләтләрниң бирләшмә муһакимә йиғини болуп өткән иди, бу һәмкарлиқта хитай актип рол ойнимақта.

Мәлумки, русийә пәнләр академийисиниң сибирийә шөбиси русийиниң чоң көләмдики илмий тәтқиқат оргини болуп, бу орган тәбиий пәнләрдин башқа иҗтимаий пәнләр тәтқиқатлиридиму көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән. Һәтта, сибирийә шөбисиниң тарих-археологийә тәтқиқат органлириға мәнсуп алимлар , 70- 80-йилларда уйғур тарихи, археологийиси , болупму, 7-9-әсирләрдики уйғурларниң җәнубий сибирийә җүмлидин тува, алтай , вә хакасийә қатарлиқ җайлардики паалийәтлири билән мунасивәтлик тарихий һәм археологийилик излири тоғрисида мәхсус тәтқиқат йүргүзүп , бир қанчә китабларни нәшир қилдурған иди.

9- 13- Әсирдики уйғур дөлити һәққидә вә уйғур тарихий материяллири һәққидә китаб язған а. Малиавкин әнә шу сибирийә шөбисиниң мутәхәссиси иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.