Дагуңбав " шинҗаң қурулуши" программисиниң хитайни биарам қилғанлиқини язди


2007.06.22

Хоңкоңдики "дагуңбав" гезити, америка җон хопкинс университети тәрипидин шинҗаң қурулуши, дегән программиға асасән йезилған " хитайниң мусулманлар чигриси - шинҗаң" дегән әсәр, илмий саһәдики бир тәтқиқат әсири болуштин, әмди америка сиясий сәһнисидики әрбапларға тәсир көрситидиған қолланма сүпитидә үнүм беришкә башлиғанлиқини билдүрди.

Хәвәрдә, президент бушниң 5 - июн күни прагада уйғур рәһбири рабийә қадир билән көрүшкәнлики шинҗаң қурулушиниң америка сиясий сәһнисидики әрбапларға сиңип кириватқанлиқиниң бишарити, дәп тәкитләнгән.

Хәвәрдә йәнә, шинҗаң қурулуши америка һөкүмитиниң һавалисидики тәтқиқат темиси болсиму, лекин хитайларниң бу қурулуш америка сиясий саһәсидики әрбапларға шундақла америкиниң шинҗаң сияситигә тәсир көрситиши мумкин, дәп биарам болуватқанлиқини билдүрди. " Дагуңбав" гезитиниң әскәртишичә, "хитайниң мусулманлар чигриси - шинҗаң," дегән бу әсәрдә, уйғур аптоном райониниң тарихи 1884 - йили өлкә қурулуштин бурунқи вә кейинки икки дәвргә айрилғанлиқи, өлкә қурулуштин бурун уйғур елиниң әзәлдин тартип хитай земини болуп бақмиғанлиқи, 1884 - йилдин кейинки дәвр болса хитайниң мустәмликичилик дәври, дәп қаралғанлиқи йезилған.

"Дагуңбав" гезити йәнә," шинҗаң қурулушиниң йетәкчи идийисидә җуңгониң шинҗаңдики игилик һоқуқида зор қануний мәсилә мәвҗүт, дәйдиған пикир илгири сүрүлгән . Бу мәсилә америка җуңгониң ички ишлириға арилишиш, вақти кәлгәндә җуңгони парчилаш вә шинҗаңни җуңгодин айрип чиқип кетишкә нәзәрийивий асас яритип бериши мумкин" дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.