Хитай уйғур тибабәт дорилириға болған сүпәт контроллуқини күчәйтмәктә


2006.03.26

Хәвәрләргә қариғанда уйғур тибабәт дорилирини ишләп чиқириш ишлирийеқинқи йиллардин буян техиму тез сүрәттә тәрәққи қилишқа башлиған шуниңдәк уйғур тибабәт дорилирини ишләп чиқириш ишлириға һәтта хитай содигәрлириму мәбләғ селип, униң хитайниң ичкири өлкилири вә чәтәлләргә сетилишини қолға кәлтүрмәкчи болған.

Хитай тиббий даирилири уйғур тибабәт дорилириға шуниңдәк ишләп чиқириш хадимлириға болған сүпәт контроллуқиниму күчәйткән болуп, хитайниң шинхуа агентлиқиниң учуридин қариғанда, йеқинда уйғур дияридики әң чоң уйғур тибәт дорилири ишләп чиқириш ширкити һесаблинидиған хотән уйғур тибабәт дорилири һәссидарлиқ ширкитигә қарита дориларниң ишләп чиқириш сүпәт өлчими йүргүзгән. Хәвәрдә ейтилишичә, дора завутидики сүпәт тәкшүрүш хадимлириға қарита тәрбийиләш елип барған.

Хәвәрдә 2500 йиллиқ тарихқа игә уйғур тибабәт доригәрликиниң җуңго әнәниви тибабәт доригәрликиниң асаслиқ тәркиби қисими икәнлик икөрситилгән. Әлвәттә, хитай мутәхәссислири илгиридинла оттура асия тибабәт әнәнилири билән зор ортақлиққа игә, оттура асия хәқлиригә охшашла ибин синаниң тиббий нәзәрийилирини асас қилған уйғур тибабитини җуңго тибабитиниң бир қисими дәп қарап, униң оттура түзләңлик хитай әнәниви тибабитиниң тәсиригә учриғанлиқини испатлашқа тиришиду.

Исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур тибабәт хадиминиң хадимниң инкас қилишичә, хитай тиббий мутәххәсислири хәлқ ичидики көплигән уйғур тибабәт ретсеплирини вә уйғурларға мәлум дорилиқ өсүмлүкләр вә башқиларни топлап, уни хәнзу тибабити катигорийисигә киргүзгән һәмдә бир қисим ретсипләр вә дориларниң игидарчилиқини қолға киргүзүвалған икән. Һазир уйғур елидә 40 нәччә уйғур тибабәт орни бар икән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.