Хитай әмәлдари, уйғурлар вә тибәтләрниң бөлүнүш һәрикити давам қиливатқанлиқини билдүрди


2005.02.28

Хитай дөләтлик миллий ишлар комитетитиниң муавин мудири ву шимин, уйғурлар билән тибәтләрниң бөлүниш йолида давамлиқ һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ву шимин " бу йәрдә тибәт мустәқиллиқини шундақла шәрқий түркистан мустәқиллиқини өз ичигә алған аз сандики чекидин ашқан гуруппиларниң давамлиқ паалийәт елип бериватқанлиқини һәммә адәм билиду," дәп көрсәткән. Бирақ ву шимин, аз сандики чекидин ашқан аталмиш бу гуруппиларниң исмини тилға алмиған.

Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида шәрқий түркистан мустәқилчи күчлиригә қарши күрәш елип бериватқанлиқини әскәртип кәлмтәктә. Бирләшмә ахбарат агентлиқи бүгүнки хәвиридә, "гәрчә хитай һөкүмити 3 йилниң алдида шәрқий түркистан ислам һәрикитини осама бин ладенға бағлиған болсиму бирақ, улар бу көз- қаришини испатлайдиған һечқандақ пакитни оттуриға қоялмиди, дәп язди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, дипломатлар шундақла чәтәллик мутәхәссисләр, уйғур аптоном районида йүз бәргән партлаш вәқәлирини шәхсий өч елиш һәрикити, дәп қарайдикән. Амма ву шимин, " бөлгүнчиләр өзиниң миллитини өз ичигә алған пүтүн хитай хәлқиғә қарши унсурлар, дәп атиған. Ву шимин, бу сөзләрни душәнбә күни бейҗиңда мухбирларға тәкитлигән. Бирақ мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, вушиминниң сөзлирини рәт қилди. У, "уйғур өз тәқдиригә өзи игә болуш йолида күрәш қиливатиду," дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.