Вашингтонда рабийә қадир ханимни күтивелиш мурасими өткүзүлди
2005.05.19
Америка уйғурлири бирләшмиси вә хәлқара тибәт һәрикити пәйшәнбә күни бирликтә, атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң америкиға кәлгәнликини қарши елиш мурасими өткүзди.
Хәлқара тибәт һәрикитиниң вашингтондики йеңи хизмәт бинасида өткүзүлгән мәзкур мурасим, йәнә америкидики даңлиқ парламент әзалиси том ләнтос, фрәңк волф, америкиниң сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири лорин күрәйнер қатарлиқ әрбапларниң қоллап тәшкиллишидә өткүзүлгән.
Мурасимға фрәңк волф қатарлиқ америка парламент әзалири, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хадимлири,америка сабиқ ярдәмчи ташқи ишлар министири, хәлқара җумһурийәтчиләр инистетотиниң президенти лорин күрәйнер, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири, хәлқара тибәт һәрикити вә америка уйғурлири бирләшмисиниң әзалири қатнашти. Мурасимға йәнә, дуня уйғур қурултиниң рәиси әркин алиптикин әпәндиму қәдәм тәшрип қилди. Мурасимға қатнашқучилар, рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин чиқип америкиға кәлгәнликини қизғин қарши алди.
Рабийә қадир ханим мурасимда сөз қилип, америка һөкүмитиниң, өзини әркинликкә ериштуруш йолида көрсәткән тиришчанлиқлириға чоңқур миннәтдарлиқини билдүрди һәмдә америкида уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн давамлиқ паалийәт елип баридиғанлиқини көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир вашингтондики аял адвокатлар бирләшмиси йиғиниға тәклип билән қатнашти
- Америка һөкүмити рабийә қадир аилисигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди
- Хитай даирилири рабийә қадирниң үрүмчидики сода сарийини ахтурди
- Рабийә қадир сода сарийидики икки нәпәр хадим тутқун қилинди
- Уйғур кишилик һоқуқ дәвасини қоллиғучилар америкидин уйғурларға көңүл бөлүшни тәләп қилди