Уйғур тиҗарәтчиләр һәр хил һәқсизлиқларға дуч кәлмәктә
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.27
2008.05.27
Истансимизға бу һәқтә гуаңдуңдин бивастә учур бәргән бир уйғур, вәқәниң хотәнниң керийә наһийисидә хитай тиҗарәтчиләргә, 200 миң йүәнлик "тошқан зәдики" сетип, униң пулини алалмиғанлиқи сәвәблик мәйданға кәлгәнликини билдүрүп, 50 кә йеқин уйғурниң керийидин гуаңҗуға йетип кәлгәнликини, бирақ уларниң вәқә үстидә сүрүштүрүш елип бериш илтимасиниң һазирчә нәтиҗисиз хуласиланғанлиқини ашкарилиди.
Мухбиримизниң ичкириләп игилигән мәлуматидин қариғанда, гуаңдуңдики мунасивәтлик орунлар, керийидин кәлгән асаслиқи яшанған кишиләрдин тәркип тапқан әриздарларниң давасини 6 ай ичидә бир тәрәп қилип беришкә вәдә қилип, уларни йолға селип қойған.
Хитайниң өлкилиридә тиҗарәт қиливатқан уйғур тиҗарәтчиләр болсун вә яки уйғур елида хитай тиҗарәтчиләргә мал сатқан уйғурлар болсун, һәр хил һәқсизликләргә дуч келиватқанлиқи мәлум болмақта. 3 - Айниң башлири хотәнлик қаш теши тиҗарәтчиси мутәллип һаҗим, сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән гунаһсиз уйғур тиҗарәтчиләрдин бири һесаблиниду.