Уйғур тили, америкидики индияна университетида оқоғучилар вә офетсирларға өгитидиған истратегийилик тиллар арисиға киргүзүлди
2007.05.07
Хәлқара тәлим тәрбийә инстетоти америка мудапиә минстирлиқи миллий бихәтәрлик тәлим тәрбийә программиси намидин, офетсирларниң истратегийилик тилларда сөзләш вә мәдәнийәтләрни чүшиниш иқтидарини ашуруш үчүн, индияна университетиниң истратегийилик тиллар вә мәдәнийәтләр программисини таллиған.
Индияна университети истратегийилик тиллар вә мәдәнийәтләр программмиси әрәбчә, русчә, өзбәкчә вә уйғурчә тилларни өз ичигә алидикән.
Индияна университети мәсуллириниң билдүрүшичә, бу мәқсәтни әмәлгә ашуруш үчүн америка һөкүмити университетқа 481 миң доллар пул аҗратқан.
Индияна университети оттура асия райони тиллири мәркизиниң мудири вә слав тиллири вә мәдәнийити профессори павл фостәрниң билдүрүшичә, америка мудапиә минстирлиқиниң офетсирларниң мәзкур тилларни өгиниши вә мәдәнийәтләрни чүшиниши үчүн алаһидә мәбләғ аҗратқанлиқи, һөкүмәтниң бу тилларниң һазирқи вә келәчәктики әһмийитини һес қилғанлиқини көрситидикән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня уйғур қәләмкәшлири бирликиниң рәиси нюйоркта өткүзүлгән" дуня авазлири " фестивалиға қатнашти
- Америка уйғурларниң өз-тәқдирини бәлгиләш мәсилисигә арилишиши керәк
- Буниңдин кейин америкидики висконсин университетида уйғур тилидинму дәрс өтилиду
- Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бармақчи