Америка дөләт мудапиә министирликиниң офитсер тәрбийиләш пиланида уйғур тили му бар
2007.05.09
Америка дөләт мудапиә министирлиқи 5 - айниң 9 - күни, офитсер тәрбийиләйдиған тил вә мәдәнийәт түрлири үчүн индиана университети, сендаго университети, миссиспи университети, тексас университети қатарлиқ университетларға икки милйон америка доллири буйруп берилгәнликини елан қилди.
Бәш бурҗәк бинада чиқидиған дөләт мудапиә хәвәрлиридә баян қилинишичә, бу пилан буйичә мәбләғ буйруп берилгән индиана университетида ечилидиған мәдәнийәт вә тил дәрслики ичидә уйғур тилиму бар.
Хәвәрдә ейтилишичә, америкида һазир офитсер тәрбийиләш пилани, дөләт бихәтәрлик тәрбийиси пилани дегән пиланлар буйичә, кәлгүсидә йетишип чиқидиған офитсерлар үчүн алий маарип тәрбийииси күчәйтилмәктә вә бу пиланға киргүзүлгән оқуғучилар үчүн техиму көп пурсәтләр яритип берилмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур тили, америкидики индияна университетида оқоғучилар вә офетсирларға өгитидиған истратегийилик тиллар арисиға киргүзүлди
- Дуня уйғур қәләмкәшлири бирликиниң рәиси нюйоркта өткүзүлгән" дуня авазлири " фестивалиға қатнашти
- Хитай һөкүмити уйғур йезилирида "қош тил йәслиси" қурушни кеңәйтмәктә
- Хитай уйғур елидики "қош тил" маарипи қәдимини йезиларғичә кеңәйтмәктә
- Хитай "қош тил маарипи" мәблиғини йәнә көпәйтти
- Хитай һөкүмити уйғур елидә қош тиллиқ оқутқучи тәрбийиләш үчүн техиму көпләп мәбләғ салмақта