Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
Уйғур зиялилири уйғур тилиниң қануний орнини қоғдаш тоғрисида уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди вә милләтләр тил - йезиқ комитетиниң мудири муһәммәт әлиләргә сунмақчи болған уйғур тилини ишлитиш вә раваҗландуруш тоғрисидики тәклипигә имза топлаш паалийити 1 - ноябир күни башланди.
Тәклип лайиһисидә уйғурлар хитай тилини өгинипла қалмай райондики хитайларға уйғур тилини өгитиш, һөкүмәт вә дөләт органлирида уйғур тил - йезиқини тәң ишлитиш, уйғур тилини компютер саһәсидә омумлаштуруш, хитай кадирлириға райондики һәр дәриҗилик дөләт вә һөкүмәт органлириға хизмәткә қобул қилғанда уйғур тилини билиш шәртини қоюш, хитай мәктәпләрдә хәнзу балиларға кичикидин тартипла уйғур тили өгитишни йолға қоюп, " қош тиллиқ болушни" һәқиқйи түрдә ишқа ашуруш тәләп қилинди.
Тәклип лайиһисидә әскәртишичә, " аптономийилик районларда аз санлиқ милләтләр хәнзу тилини өгиниш көрүнәрлик нәтиҗигә еришкән болсиму, лекин хәнзуларға аз санлиқ милләтләр тилини өгиништә йитәрлик шараит яритип берилмигән " . Тәклип лайиһисидә уйғурлар шинҗаңда аптономийә һоқуқи йүргизиватқан милләт болсиму, лекин бир қисим йәрлик орунлар вә шәхсләр җуңго асасий қануни вә аптономийә қанунидики маддиларни өз пети иҗра қилмай, "хәлқниң наразилиқини қозғимақта " дәп көрсәтти. Униңда хәлқниң наразилиқини қозғиған орган вә шәхсләрниң исми тилға елинмиған болсиму, лекин милләтләрниң тил-йезиқи арисида "илғарлиқ вә қалақлиқ, тәрәққи қилған вә қилмиғанлиқ мунасивити йоқ" дейилгән.
Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, 2002 - йили 3 - айда хоңкоң мәтбуатлириға "уйғур тили заманниң тәрәққиятиға йитишәлмиди" дегән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- У а р да хитай тили өткилигә қатнишидиған уйғур оқутқучиларниң яш чәклимиси қисқартилди
- Нур бәкри: қош тиллиқ оқутушни пүтүн күч билән илгири сүрүш керәк
- Хитай аз санлиқ милләтләр мәдәнийитигә қарита ассимилятсийә қилиш сияситини рәт қилди
- Уйғур аптоном районида қош тилда оқуйдиған миллий оқуғучилар 6 йилда 50 һәссә көпәйгән
- Уйғур аптоном районида өз - ара қошувитилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 700 ашти
- Хитай даирилири уйғурларға қаратқан тил сияситини давамлиқ күчәйтмәктә