Лондондики уйғур ансамбили ирландийидә оюн қойди
2007.10.14
12-Өктәбир күни лондондики уйғур ансамбили ирландийә җумһурийитиниң дублин музика институтиниң кутупханисида уйғур нахша музикилирини орундап, уйғур сәнитини намайән қилди.
Уларни мәзкур музика иниститути рәсмий тәклип қилған иди. Лондон уйғур ансамбилиниң бу қетимқи паалийити мәзкур институт тәрипидин уюштурулған хитай вә шәрқий асия музика мәдәнийәт муһакимә йиғиниға мунасивәтлик болуп, муһакимә йиғинида хитай әнәниви музикилири, шәрқий асия музикилири җүмлидин уйғур , моңғул қатарлиқ милләтләрниң әнәниви музика мәдәнийәт мәсилилири һәққидә муһакимиләр елип берилған , игилишимизчә, асаслиқ муһакимә темиси йәнила хитай әнәниви музикилириға беғишланған.
Муһакимә йиғидин кейин , лондон уйғур ансамбили, моңғул миллитидин болған нахшичи вә башқилар өз сәнәт номурлирини көрсәткән.
Бу өмәк 2004-йили қурулған. Мәзкур ансамбил лондонда яшайдиған бир қанчә нәпәр уйғур нахша-музика һәвәскари вә уйғурларниң музикилириға иштияқ бағлиған инглизлардин тәркип тапқан. Бу өмәк адәм күчиниң аз , қурулған вақтиниң қисқа болушиға қаримай, 2005-йиллиқ лондон мусапирлар байримида вә 2007-йили, 6-айда лондонда өткүзүлгән мусапирлар һәптисидә , уйғур музикилирини орундиған.
Лондон уйғур ансамбили асаслиқи уйғур хәлқ нахшилири, муқамлири вә башқиларни әнгилийә тамашибинлириға тонуштурушта бәлгилик рол ойнап кәлмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур мусулманлири, мубарәк роза һейтиңлар қутлуқ болғай !
- Мәрһум күрәш күсән әпәнди вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди
- " Ваң лечуән йәкәндә 12миң уйғурни усулға салди"
- Германийидә уйғур ели мәдәнийәт һәптилики өткүзүлмәктә
- "Шинҗаң нахшилири" зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (2)
- " Шинҗаң нахшилири" уйғурларда зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (1)
- Дуня уйғур қәләмкәшлири бирликиниң рәиси нюйоркта өткүзүлгән" дуня авазлири " фестивалиға қатнашти
- Уйғур 12 муқами вә долан муқами парижда