Әдлийә сақчи мәктипи 20 - сентәбир вәқәсидин кейин кәң - көләмдә тәртипкә селинған
2007.10.12
Бу йил 9 - айда " шинҗаң әдлийә сақчи мәктипи"дә йүз бәргән уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучиларниң колликтип урушуш вәқәсидин кейин, даириләр җүмә күни хитай мәтбуатлириға тунҗи қетим бу вәқә тоғрисида мәлумат бәрди вә вәқәдин кейин әдлийә сақчи мәктипиниң кәң - көләмлик тәртипкә селинғанлиқини билдүрди.
Тәңритағ тор понкити мухбириниң әскәртишичә, у әдлийә сақчи мәктипигә кирсә, оқуғучиларға "ғәрбий юрт" вә "шинҗаң" дегән аталғу чүшәндүрүлүватқанлиқини көргән. 20 - Сентәбир вәқәси әдлийә сақчи мәктипидики бир магизинда икки уйғур оқуғучи билән икки хитай оқуғучи арисида йүз бәргән талаш тартиштин келип чиққан болуп, вәқә наһайити тезла мәктәптики хитай - уйғур тоқунушиға айланған иди.
Әдлийә сақчи мәктипи парткоминиң ваң пәмилилик секритари, вәқәдин кейин мәктәпниң кәң көләмдә тәртипкә селинғанлиқини шундақла вәқәдә мәктәптики нурғун мәсилиләр оттуриға чиққанлиқини билдүргән болсиму ,лекин у вәқәгә мунасивәтлик тәрәпләрниң қандақ бир тәрәп қилинғанлиқини тилға алмиди.
Ваңниң әскәртишичә, вәқәдә 49 адәм яриланған болуп, буниң ичидә 6 кишиниң яриси еғир икән. Бу вәқә миллий оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисидики миллий тоқунуш болсиму , лекин ваң вәқәни оқуғучилар арисидики колликтип муштлишиш вәқәси дәп атиди. Даириләр әйни чағда тоқунуш йүз бәргәнликини рәт қилған болсиму ,лекин бу вәқә хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Күйтоңда йүз бәргән пахта вәқәсидә сақчилар қолға елинған пахтикарларни урған
- Уйғур илидики биңтүәнлик хитайлар билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Шинҗаң сақчи-әдлийә мәктипидә тоқунуш йүз бәрди
- Хитайда қолға елинғандин кейин төмүр йүтүвалған уйғурлар дохтурханиға елип берилди
- Гуаңҗуда сақчилар уйғур тиҗарәтчиләрни уруп қоғлиди
- Корлидики деһқанлар сақчилар билән тутушуп қалди
- Сәндоңда уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Қарашәһәр наһийисидә чарвичилар билән муһапизәтчиләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Гваңҗудики тоқунушта яриланған уйғурлар әрз сунушни пиланлимақта