Қар апити бу йил уйғур ели деһқанчилиқиға 4 милярд 745милйон йүән зиян салди
Уйғур аптоном районлуқ деһқанчилиқ һәмдә орманчилиқ назарәтлириниң бу йилқи қар апитиниң зиянлири һәққидики доклатлиридин ашкарилинишичә, бу йил қиш пәсли кириши билән уйғур елиниң җәнубини асас қилип давам қилған соғақ һава вә қар апәтлири, уйғур елиниң йәттә област һәмдә вилайәттики 40 тин артуқ наһийисидә тәхминән бәш милйон деһқан - чарвичини апәткә учратқан болуп, деһқанчилиқ, чарвичилиқ һәмдә бағвәнчиликтә келип чиққан бивастә иқтисади зиян 4 милярд 745 милйон йүәнгә йәткән.
Шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә тарқатқан хәвиридә қәйт қилинишичә, бу йил җәнубий уйғур елини асас қилип йүз бәргән қар һәмдә үшшүк апити, 50 йилдин буянқи әң еғир апәт һесаблинидикән. Һазирғичә мәлум болушичә, уйғур елиниң йәрлик мевилик бағлириниң %54 и үшшүктә қалған болуп, бағвәнчиликтинла үч милярд йүәндин артуқ иқтисадий зиян көрүлгән. Бу қар вә үшшүк апити сәвәблик бу йил деһқанчилиқта көрүлгән омумий зиянниң %60 тин көпрәкини тәшкил қилидикән. Бу деһқанчилиқ һәмдә чарвичилиқта көрүлгән зиянниң 15һәссисигә тоғра келиду.
Үшшүк апити сәвәблик бу йил уйғур елиниң мевә мәһсулати алаһидә төвән болидикән. Болупму бадам мәһсулати %75 төвәнлиши мумкин, башқа мевә мәһсулатлириму %20 әтрапида төвән болидикән. Радиомизниң игилишигә қариғанда, қар һәм үшшүк апәтлириниң бунчә зор зиянлар елип келишигә,уйғур ели һөкүмәт даирилириниң апәттин алдин хәвәрләндүрүш һәмдә қутқузуш ишлирини вақтида елип бармиғанлиқиму асаслиқ сәвәбниң бири болған.
Гәрчә, нөвәттә үшшүк апити өтүп кәткән болсиму,уйғур ели метрологийә һәмдә муһит мутәхәссислири бу йил әтияз вә яз пәслидә көп җайларда еғир кәлкүн апәтлириниң йүз бериш еһтималлиқини агаһландурмақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шәрқ - ғәрб газ турубисиниң - 2 линийисини ятқузуватқан хитайларни қар бесивалди
- Бу йилқи қар вә үшшүк апити уйғур елиниң йеза игиликигә зор зиян елип келиду
- Уйғур елидә йәнә қара апити йүз бәрди
- Хитайниң ғәрбий қисмида йәнә апәт йүз бериши мумкин
- Хотәндә тунҗи қар кәлтүрүп чиқарған апәт һелиһәм давамлашмақта
- Уйғур илидә йүз бәргән апәтләрниң әһвали толуқ елан қилинмайду
- Дехүй сода базирида от апитигә учриған дукандарлар пүтүнләй төләмгә еришип қайта тиҗаритини башлиди
- Хитай һаварайи тармақлири қара апитигә тәйярлиқ қилалмиғанлиқини иқрар қилди
- Хитайда қар апити давамлашмақта
- Қар апити вә соғуқ температура хитай һәм уйғур елини паләч һалға чүшүрүп қойди
- Хитайда йүз бәргән қар апити хитай иқтисадиға зор тәсир көрситиши мумкин
- Хитайда қар апти