Хитай һөкүмити уйғурларниң айропиланда сәпәр қилишиға чәклимә қойған

Франисйә агентлиқиниң 31‏ - июл күни үрүмчидин хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити уйғурларниң хитай ичидә айропилан билән сәпәр қилишини чәклимәктә икән.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Хәвәрдә ейтилишичә, уйғурларниң айропиланда хитай өлкилиригә бериши наһайити қийинлашқан болуп, уйғурлар уйғур елидин хитайниң һәр қандақ бир шәһиригә айропилан билән бериш үчүн нурғунлиған рәсмийәтләрни өтүши керәк икән. Һава йоли ширкәтлири, хитай өлкилиридин алаһидә тәклипнамиси болмиған уйғурларға айропилан белити сатмайдикән.

Франсийә агентлиқиниң һәшмәт исимлик бир уйғур тиҗарәтчиниң сөзлирини нәқил кәлтүрүшичә, у сода мәқситидә хитайниң шиән шәһиригә беришқа айропилан белити елиш үчүн нурғун тосалғулардин өткән болуп, шиәндики ширкәттин бирнәччә тәклипнамә елип кәлгәндин кейин андин һава йоли ширкити униңға беләт сетишни қобул қилған.

Бу һәрикәтни уйғурларға қаритилған бир адаләтсизлик дәп көрсәткән һәшмәт, өзиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини лекин уйғурлар айропилан истансилирида дуч келиватқан тәкшүрүшләрниң уйғурлар үчүн еғир бир азап икәнликини тәкитлигән. 

Хәвәрдә, хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилирини бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қарши террорлуқ һуҗумлири елип беришни пиланлаватиду дәп әйибләватқанлиқи, әмма хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитай һөкүмитини олимпик бихәтәрлики мәсилисидин пайдилинип, уйғурларниң миллий һәрикитини бастурмақта дәп тәнқид қиливатқанлиқи алаһидә әскәртилгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.