Хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида уйғурларни бастурмақта


2007.12.10

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики тармақлири, уйғур елидә "қаттиқ зәрбә бериш" һәрикәтлирини изчил давамлаштуруватқан болуп, мәлуматларға қариғанда, хитай һазир ақсу вилайити бай наһийиси тәвәсидә бу йилниң оттурисидин башлап елип бериливатқан "қаттиқ башқуруш һәрикити"ни қайтидин күчәйтилгән. Мушу мунасивәт билән, дуня уйғур қурултийи баянат елан қилип хитайниң мәзкур қилмишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқи билдүрди.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити бай наһийиси тәвәсидики һәрқайси йезиларда йол-йолға тосақ қуруп өйму-өй тәкшүрүп диний материялларни йиғивелиш вә диний затларни тутқун қилишни давамлаштурмақта.

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида " ислам азадлиқ партийиси" әзалири барлиқини баһанә қилип мәзкур йезида 6 айдин буян бастуруш елип бериватқан болуп, һазирға кәлгүчә нурғун адәм тутулған һәмдә хитай мушу бир һәптидин буян тәкшүрүш ишлирини техиму күчәйткән вә өйму-өй ахтуруш һәрикәтләрни елип бармақта икән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, уйғур елидә хитай ейтқан аталмиш "ислам азадлиқ тәшкилати" мәвҗут әмәс болуп, бу хитайниң мушу нам астидики һәрикитиниң бир қисми икән.

У йәнә, хитайниң бу қилмишлириниң пәқәт асассиз икәнликини шуңа хитайниң уйғур илидики бундақ бастуруш һәрикәтлирини дәрһал аяғлаштуруши керәкликини тәкитлиди вә "хитайниң мәзкур қилмиши уйғурларниң диний әркинлик һоқуқиға еғир дәхли ‏- тәруз қилипла қалмастин, бәлки йәнә уйғурларниң нормал турмуш кәчүрүшигиму еғир дәхли қилди" деди.

Дилшат ришит хитайниң мәзкур қилмишини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп: "биз хитайниң ақсу районидики бастуруш һәрикәтлирини қаттиқ әйибләймиз һәмдә биз хитайниң уйғурларниң кишилик һоқуқиға еғир дәхли ‏- тәрз қилидиған йолсиз қилмишини дәрһал тохтитиш керәкликини тәләп қилимиз" деди.

Хитай һәр йили айларға созулидиған "қаттиқ зәрбә бериш" һәрикәтлирини уйғур елидә изчил йүргүзүп келиватқан болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу зораван қилмишини уйғурларниң кишилик һоқуқиға еғир дәхли-тәруз қилғанлиқ дәп қарап йиллиқ кишилик доклатлирида оттуриға қоюп хитайни әйибләп кәлмәктә. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.