Ваң лечүән "террорчилиқ" қа зәрбә беришни қайта тәкитлиди


2005.01.12
wanlequan.jpg

Хитай компартийә мәркизи сиясий бюросиниң әзаси, уйғур аптоном райониниң партком секритари ваң лечүән, қораллиқ сақчи қисим шинҗаң баш әтритиниң 2 - нөвәтлик кеңәйтилгән йиғинида, террорчилиққа зәрбә беришни мәркәз қилған һәр қайси вәзипиләрни үнүмлүк тамамлап, уйғур елиниң муқимлиқини сақлашта үзлүксиз йеңилиқ яритиш керәкликини тәкитлигән.

Уйғур аптоном районлуқ телевизийә истансисиниң хәвиридә көрситилишичә, ваң лечүән сөзидә йәнә, қораллиқ сақчи қисим әмәлдарлири вә хизмәтчилиригә, уйғур елини муқим сақлашниң уларниң йеңи бир йилдики әң муһим вәзиписи һесаплинидиғанлиқини, шуңа бу бир йилда тероррчилиққа зәрбә беришкә һәр даим пухта тәйярлиқ көрүш керәкликини билдүргән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит чаршәнбә күни буниңға инкас қайтуруп, ваң лечүәнниң "террорчилиқ" ялған қалпиқини уйғурларға кийгүзүш арқилиқ, уларға қаратқан бастурушини йоллуқлаштурмақчи болғанлиқини, шундақла буниң уйғур елиниң вәзийитини муқимлаштуруш әмәс, бәлки техиму кәскинләштүридиғанлиқини әскәртти. У йәнә, дуня уйғур қурултийиниң нами билән хитай һөкүмитини уйғурларниң сиясий тәвәликини демократик усулда бәлгилишини һөрмәт қилишқа чақирди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.