Ваң лечүән, компартийә әзалиридин "үч хил күч" кә давамлиқ зәрбә беришни тәләп қилди
2005.03.01
Хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум райониға тәйинлигән партком секритари ваң лечүән дүшәнбә күни уйғур елидики компартийә әзалири вә җамаәт хәвпсизлик хадимлирини давамлиқ түрдә "үч хил күчләр" гә қаттиқ зәрбә беришкә дәвәт қилди.
Ваң лечүән сөзидә, "биз чоқум муқимлиқ һәммини бесип чүшиду, дегән идийидин тәврәнмәй, бөлгүнчи, террорчи вә диний радикалдин ибарәт үч хил күчләргә қәтий бошашмастин зәрбә беришимиз керәк" дегән.
У бу сөзни, "миллий бөлгүнчилик" кә қарши туруш хизмитини доклат қилиш хизмәт гурупписидики компартийә әзалири билән көрүшкәндә қилған. Өткән йилидин башлап, хитай һөкүмити уйғур елидики " үч хил күчләр" гә қарши турушта хизмәт көрсәткән дәп қариған компартийә әзалиридин гуруппа тәшкилләп, хитайниң чоң шәһәрлиридә уйғур елидики "үч хил күчләр" гә зәрбә бериш һәрикити һәққидә доклат бәргән иди.
Буниң алдидила, хитай компартийисиниң бихәтәрлик ишлириға мәсул әмәлдари ло гән тибәт вә уйғур елидики миллий бөлгүнчи күчләргә қаттиқ зәрбә беришни тәкитлигән.
Хитай һөкүмити "үч хил күчләр" гә зәрбә беришни тәкитләватқан бир пәйттә, америка ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, тинчлиқ билән сиясий вә диний көз- қарашлирини оттуриға қойған уйғурни бастуриватқанлиқини әйиплиди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүәнниң сөзи уйғур елидә нурғун мәсилниң мәвҗут икәнликини оттуриға чиқарди
- Хитай компартийиси йәнә йеңи һәрикәт башлиди
- Уйғурларниң нопус, байлиқ вә муһит вәзийити хәтәрлик
- Ваң лечүән "террорчилиқ" қа зәрбә беришни қайта тәкитлиди
- Хитай һөкүмити қурбан һейтниң һарписида, хәлқ арисида җиддий кәйпият яратмақта