Ваң лечуән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошунини күтүвалди


2007.07.25

Алдинқи һәптә , ваң лечуәнниң юрти шәндуң өлкисидин, бу йил алий мәктәпни пүттүргән 240 нәпәр хитай яш уйғур елигә кәлгән иди.

Уйғур елидин тарқитилидиған хитай ахбарат васитилириниң 24- июлдики мәлуматиға қариғанда, ваң лечуән башлиқ аптоном район рәһбәрлири, мәхсус күтивелиш йеғини ечип, бу оқуғучи пидаийларни қобул қилған.

Хәвәрдә мәлум болушичә, уйғур аптоном район рәһбәрлиридин ваң лечуән вә исмаил тиливалди қатарлиқлар, бу йил хитай өлкисидин уйғур елигә кәлгән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошуниға тәвә 910 нәпәр али мәктәп оқуғучилирини қобул қилған вә сүрәткә чүшкән.

Ваң лечуәнниң мәзкур пидаийлар қошуниға ейтқан сөзлиридин ашкарилинишичә, оқуғучи пидаийлар ғәрбкә ярдәм бериш пилани йолға қоюлғиниға бу йил бәш йил болған болуп, бу йил уйғур елигә хитай өлкисидин кәлгән пидаийлар әң көп болған бир йил болған. У хитай оқуғучиларға, уйғур елигә чоңқур йилтиз тартиш тоғрилиқ йолйоруқ бәргән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, уйғур елидә алий мәктәпләрни пүттүрүп бир нәччә йилдин буян ишсиз йүргән нурғунлиған яшлар хизмәт тапалмайватқан мушундақ шараитта вә уйғур елидә иш чиқмай нурғун қизлар хитай өлкилиригә тошулуватқан шараитта, бундақ коп сандики хитай оқуғучиларниң уйғур елигә йөткәп келиниши вә хизмәткә орунлаштурулуши, ениқки бир мустәмликә сиясити, дәп көрсәтти. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.