Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
2007.09.05
Хитай коммунист партийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң әзаси ваң лечуән 9 - айниң 5 - күни үрүмчидә, җуңго гоминдаң (милләтчи партийә) иниң пәхри рәиси лйәнҗәнни қизғин қарши алған вә техиму көп һәмкарлишиш үчүн сөһбәт өткүзгән.
Хоңкоңда чиқидиған 'миңпав гезити'ниң баян қилишичә, тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән шиән шәһиридә ата-бовисиниң қәбригаһиға тавап қилиш паалийитини түгәткәндин кейин шинҗаңни зиярәт қилғили кәлгәндә, уни ваң лечуән қизғин қарши алған.
Ваң лечуән сөзидә нефит, тәбиий газ, һәрхил мәдән, су иншаати, електир қуввити, қатнаш, учур -алақә қатарлиқ саһәләрдә тәйвәндики гоминдаңниң һәрхил шәкил билән шинҗаңни ечишқа қатнишишини, бу арқилиқ оттура асиядики қошна әлләргә йүзлинишини қарши алидиғанлиқини вә бундақ икки партийә һәмкарлиқини давамлиқ күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Лйәнҗән болса, 2005 - йилидин буян хитай коммунист партийиси билән гоминдаң (милләтчи партийә) дин ибарәт икки партийә оттурисида көп қетим һәмкарлиқ сөһбити өткүзүлгәнликини, бу қетим у шинҗаңға кәлгәндә техиму чоң үмид вә ишәнч пәйда болғанлиқини билдүргән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Үрүмчидә 18 киши дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзүш җинайити билән қолға елинған
- Уйғур елидә икки чошқа базиси қурулмақчи
- Ваң лечуән "америка башлиқ дүшмән күчләр уйғур елиниң муқимлиқиға тәһдит салмақта"дәп көрсәтти
- Б д т вәкилләр өмики уйғур елини зиярәт қилди
- Ваң лечуән "шинҗаңға ярдәм бериш пидаийлар" қошунини күтүвалди
- Уйғур елидики көмүркан вәқәси йүз бәрди
- Манас наһийисидә әмгәк күчлири йетишмәслик әһвали йүз бәрмәктә
- Алтайда қанунсиз алтун қезиш һәрикити йәнила давамлашмақта