Ваң лечүән : шинҗаңда җәмийәт муқим, әл инақ, тәрәққият истиқбали парлақ
2007.10.16
17 - Нөвәтлик қурултайға вәкил болуп қатнашқан хитайниң уйғур елиға тәйинлигән юқири дәриҗилик әмәлдари ваң лечүән, 15 - өктәбир күни хитай вә чәтәллик мухбирларниң зияритини қобул қилип, "уйғур аптоном райониниң иҗтимаий вә сиясий вәзийити муқим, һәр милләт хәлқи инақ, тәрәққият истиқбали парлақ " деди.
Ваң лечүән илгири қилған сөзлиридә мухбирларға, миллий бөлгүнчиләрниң районға көрсәткән тәсири түпәйлидин һәр милләт хәлқи оттурисидики иттипақлиққа зиян йетиватқанлиқи һәққидә тохтилип, вәтән ичи вә сиртидики миллий бөлгүнчиләргә қаттиқ зәрбә беришниң әң муһим хизмәтләрдин бири икәнликини тәкитләп кәлгән иди. Униң бу қетим уйғур аптоном районидики вәзийәтниң муқим һәмдә милләтләр ара мунасивәтниң инақлиқидин сөз ечиши, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң рәт қилишиға учриди.
Уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн паалийәт елип бериватқан америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейтоф әпәндиниң билдүрүшичә, ваң лечүәнниң ейтқанлири тамамән сахта болуп, уйғур елида һечқачан милләтләр иттипақлиқи мәвҗут әмәс икән. Чүнки, әсли бу земинниң игиси һесабланған уйғурларда ишсизлиқ наһайити еғир болуш билән биргә улар пиланлиқ туғут сияситиниң қурбаниға айлинип, аз санлиқ милләт санилип , өз маарипидин мәһрум қалғандин сирт йәнә диний вә сөз қилиш әркинликидин мәһрум қалмақта.
Униң әксичә, уйғур елидики иқтисадий тәрәққияттин хитайлар бәһримән болуватқан бу хил шараитта милләтләрни " инақ" дейишниң өзи көз боямчилиқ болуп һесаблиниду. (Әқидә)