Ваң лечүән, сиясий бюрониң әзалиқиға йәнә сайланди


2007.10.22

Йәкшәнбә күни ахирлашқан хитай компартийисиниң - 17 қурултийи, мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзалири вә әзалирини сайлап чиқип, қисмән тәртипкә селишлар елип барған болсиму, лекин уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүәнниң мәркизи комитет сиясий бюро әзалиқини сақлап қалди.

Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, бу хитай һөкүмитиниң 90 ‏- йиллардин бери йолға қоюватқан вә йәрлик хәлқниң наразилиқиға учриған аталмиш "шинҗаңни ечиш истиратегийиси"дә өзгириш болмайдиғанлиқини вә уйғурларға қарита юқири бесимлиқ сиясәтниң йәнә давамлишидиғанлиқидин дирәк беридикән.

Чәтәлдики хитай мәтбуатлири қурултайдин бурун елан қилған бәзи хәвәрлиридә, әсли ваң лечүәнниң җав юңкаңниң орниға хитай җ х министирлиқиниң министири болуп йөткилидиғанлиқини, лекин ваң сәндуңдики юқири қатлам әмәлдарлар арисида йүз бәргән бир " ашнидарчилиқ сәтчилики " гә четилип қалғанлиқтин, униң җ х министирлиқиға йөткилиш еһтимали азайғанлиқини язған иди.

Бу қетимқи қурултайда зең чиңхуң, ло гән, ву гүәнҗиңлар мәркизи комитет сиясий бюросиниң даимий әзалар тизимликидин чүшүп қалди. Уларниң орниға сода министири бо шиләй, җ х министири җав юңкаң, шаңхәй партком секритари ши җинпиң, лявниң парткоминиң секритари ли кечяң вә мәркизи тәшкилат бөлүминиң башлиқи хе гочяңлар сиясий бюро даимий әзалиқиға сайланди. Чәтәл мәтбуатлири бу әһвални ху җинтавниң һоқуқи бир қәдәм илгирилигән һалда күчәйгәнликидин дирәк бериду, дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.