Ваң лечүән қатнашқа мәсул муавин министир қилип өстүрүлмәкчи
2007.11.05
Хитайниң уйғур елидә турушлуқ һөкүмитиниң баш секретари ваң лечүән, келәр йили 3- айда хитай дөләт ишлар кабинтиға йөткилип қатнашқа мәсул муавин баш министир қилип өстүрүлидикән.
Мәлум болушичә, хитай рәиси ху җинтав ваң лечүән билән бу һәқтә сөһбәт өткүзгән болуп, ваң лечүәнниң өстүрүлүш хәвири уйғур аптоном райони парткомниң аилиликләр қорусида әвҗ алған.
Бошүн ахбарат торида уйғур елидә турушлуқ хитай компартийиси әзалириниң пикирлиридин нәқил елип көрситилишичә, хитай рәиси ху җинтавниң мукапатлаш вә җазалаш җәһәттики мәйдани ениқ болуп, у һазир хитайниң ғәрб вә шәрқтики кадирлар билән алақини күчәйтип, җәнуб вә шималдики кадирларни алмаштуруш йолини тутмақта икән.
юқирида тилға елинған ваң лечүән әсли хитайниң шәндуң өлкисидин болуп, 1991- йилидин буян уйғур елидә һәр хил әмәлләрни тутуп келиватқан иди.
У, 1995- йилидин буян хитайниң уйғур елидә турушлуқ һөкүмитиниң биринчи қол секретари вә муавин рәислик вәзиписини өтәп келиватқан болуп, 1997- йили 5- феврал или яшлири елип барған наразилиқ намайишини қанлиқ бастуруш җәһәттә нәтиҗиси көрүнәрлик болғанлиқини үчүн хитай компартийисиниң ишәнчигә еришкән һәмдә 2002- йили хитай компартийиси сиясий бюросиниң әзалиқиға еришкән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Уйғур ели билән сибирийә арисидики мунасивәтләр қоюқлашмақта
- Уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға зади немә тәһдит селиватиду ?
- Ваң лечүән, муқимсизлиқ уйғур елидә йәнила җиддий мәсилә, деди
- Хитай һөкүмити ақсуға муқимлиқ сақлаш назарәт қилиш өмики әвәтти
- Ваң лечуән тәйвәндики гоминдаңниң пәхри рәиси лйәнҗән билән һәмкарлишиш һәққидә сөһбәт өткүзди
- Бейҗиң уйғур елидики пиланлиқ туғут хизмити үчүн зор миқдарда иқтисад аҗратти
- Б д т вәкилләр өмики уйғур елини зиярәт қилди
- Манас наһийисидә әмгәк күчлири йетишмәслик әһвали йүз бәрмәктә