Ваң лечүән, чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилди
2004.09.14
Уйғур аптунум район парткоминиң секритари ваң лечүән, чәтәлниң бейҗиңдә турушлуқ мухбирлириниң зияритини қобул қилип, шинҗаң хитайниң терорчилиққа қарши күришиниң әң алдинқи вәзийитидә турмақта,- дәп билдүргән.
Ваң лечүән зиярәт җәрянида, "шәрқий түркистан терорчилири тохтимастин шинҗаңни парчилаш паалийити елип бериватиду, улар һәр милләт хәлқиниң ортақ дүшмини, шуңа биз қәтй вә бошашмастин теророрлуқ тәшкилатлириға күчлүк зәрбә беримиз" дәп қайта - қайта тәкитлигән.
Ваң лечуән сөзидә мәркизи һөкүмәт бейҗиңниң, шинҗаңниң иқтисадиға алаһидә көңүл бөливатқанлқини, намрат район оқуғучилириниң оқуш мәсилисини һәл қилғанлиқини, омумән шинҗаңниң тез тәрәққиятқа еришкәнликини илгири сүрүп, зиярәт ахирлашқанда, мухбирларни бир қанчә күн уйғур елиниң һәр қайси област вә шәһәрлиригә зиярәткә орунлаштуридиғанлиқини билдүрүп, мухбирларниң зиярәт җәрянида өзиниң ейтқиниға охшаш җавапқа еришәләйдиғанлиқини билдүргән .(Әқидә)