Ваң лечүән қирғизистандики зияритини ахирлаштурди
2004.11.18
Хитай һөкүмитиниң уйғур елигә тәйинлигән партком секритари ваң лечүән башчилиқидики вәкилләр өмики чаршәнбә күни қирғизистандики үч күнлүк зияритини аяқлаштурди.
Хитай мәтбуатлириниң билдүришигә қариғанда, ваң лечүән зияритидә қирғизиситан президенти әсқәр ақайеф, баш министири николай танайеф қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшкән вә икки тәрәпниң сиясий , иқтисадий һәмкарлиқ вә мәдәнийәт алмаштуруш темилирида сөһбәт өткүзгән.
Бирақ хитай мәтбуатлири хәвиридә икки тәрәпниң сиясий җәһәттә конкрет қайси мәзмунларда сөһбәт өткүзгәнликини ашкарилимиған, пәқәт уларниң електир енергийиси, кан байлиқи вә деһқанчилиқ санаити җәһәтләрдики һәмкарлиқни күчәйтиштә ортақ пикиргә кәлгәнликини илгири сүргән.
Хәвәргә қариғанда, ваң лечүән 17 - ноябир күни бишкәктики зияритини ахирлаштурушниң һарписида, қирғизистан президенти вә баш министирини уйғур елини зиярәт қилишқа тәклип қилған.
Қирғизистан һөкүмити болупму 11 - синтәбир вәқәсидин кийин, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий мустәқиллиқ һәрикәтлирини бастуришини йеқиндин қоллап кәлмәктә. (Арзу)