Ваң лечүән қирғизистандики зиярити һәққидә тахталди


2004.11.19

Йеқинда қирғизистанни зиярәт қилған уйғур аптоном районлуқ парткомниң секритари ваң лечүән, бешкәктики зиярити җәрянида қирғизистан һөкүмити билән уйғур мустәқилчирилигә қарши һәмкарлиқ вә сода мәсилилири бойичә сөһбәт елип барғанлиқини билдүрди.

Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, ваң лечүән алдинқи күни қирғизистандики зиярити тоғрисида хитай мәтбуатлириға мәлумат бәргән. Ваң лечүән мундақ дәйду:"зиярәт җәрянида икки тәрәп үч хил күчләр, террорчилиққа қарши туруш, муһит қоғдаш , мәдинийәт алмаштуруш қатарлиқ мәсилилири бойичә сөһбәт елип берип, бирләшмә хизмәт миханизими қурди." Ваң лечүән, икки тәрәп оттурисида қурулған бирләшмә хизмәт миханизиминиң конкирит әһвали һәққидә тәпсили тохталмиған.

Бирақ ваң лечүән, икки дөләт оттурисида бәзи ихтилапларниң барлиқини әскәрткән. У, икки тәрәп оттурисидики әң чоң ихтилапларниң бири, содидики баланисниң тәңпуңсизлиқи, дәп тәкитлигән. Ваң лечүәнниң ашкарилишичә , қирғизистан билән уйғур аптоном райониниң 2003 - йилдики омуми сода һәҗими 230 милйон доллар болуп, уйғур аптоном райониниң қирғизистанға чиқарған експорт миқтари, қирғизистанниң уйғур аптоном райониға чиқарған експорт миқтаридин икки һәссә көп болған.

Ваң лечүәнниң қирғизистандики зиярити чаршәнбә күни ахирлашқан иди. У қирғизистан президенти билән баш министирини үрүмчини зиярәт қилишқа тәклип қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.