Ваң лечүән бу ай ичидә қазақистанни зиярәт қилмақчи


2006.11.06

Районда йолға қоюватқан сиясити уйғур тили вә мәдәнийитини йоқитиш, уйғур кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш билән әйибләнгән уйғур аптоном райони парткоминиң секретари ваң лечүән, бу ай ичидә қазақистанни зиярәт қилиду.

Қазақистан ташқи ишлар министирлики баянатчиси йерҗан ашиқбайевниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, ваң лечүән 13 - ноябирдин 14 - ноябиргичә қазақистанни зиярәт қилидикән. Лекин ашиқбайев ваңниң қәйәрләрдә зиярәттә болидиғанлиқини ашкарилимиди. У пәқәт бу зиярәтниң " шинҗаң билән сода, иқтисади, мәбләғ селиш вә район характирлик һәмкарлиқни илгири сүрүш" үстидә болидиғанлиқини билдүрди.

Хитай қазақистанниң нефит вә тәбий газ байлиқиға җидди еһтияҗ боливатқан дөләт болуп, уйғур аптоном райони икки дөләт нефит - тәбий газ содисидики қатнаш түгүни. Атасу - алатав нефит турубиси болса икки дөләт енергийә һәмкарлиқиниң мәһсули.

Қазақистан, ташқи дуняда уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт болуп, қазақистандики уйғурларниң вәзийитигә пәвқуладдә сәзгүр муамилә қилмақта. Қазақистан, бейҗиң даирилириниң шәрқий түркистан мустәқилчи күчлирини бастурушиға ярдәмлишиватқан шаңхәй һәмкарлиқ гуруһидики шериклириниң бири. Қазақистан һөкүмити техи бу яздила йүсүп қадир қатарлиқ икки нәпәр уйғур сияси мусапирини хитайға өткүзүп бәргән. Хитай һөкүмити һазирға қәдәр бу икки уйғур мусапирниң қәйәрдә тутуп туруливатқанлиқини елан қилип бақмиди.

Ашиқбайев, район характерлик һәмкарлиқниң қайси конкрет мәзмунларни өз ичигә алидиғанлиқини вә ваң лечүәнниң конкирит зиярәт күнтәртипини ашкарилимиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.