Ваң лечүән йәнә аталмиш " үч хил күчләр" һәққидә тохталди
2006.10.20
Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, пәйшәнбә күни аптоном район парткоминиң-7 нөвәтлик вәкилләр қурултийида аталмиш " үч хил күчләр" гә қарши күрәшниң бир қатар ғәлибиләргә еришкәнликини илгири сүрди. Лекин у, бу ғәлибиниң немиләрдин дирәк беридиғанлиқини тилға алмиди.
Ваң лечүән, районда " хил күчләр" гә қарши ситиролуқ тор шәкилләнгәнликини билдүрди. У, " үч хил күчләрниң һавадин сиңип киришигә қарши ситиролуқ тор шәкилләнди " дәйду. Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, ваң лечүән бу йәрдә чәтәл радиолириниң аңлитишини көздә тутқан болуши мумкин. Хитай һөкүмити чәтәл радио программилириниң уйғурчә аңлитишини тосимақта вә униңға кашила қилмақта. Ваң лечүән, тибәт - шинҗаң қурулуши вә йеза - йезиларғичә қаплаш қурулушиниң кәң - көләмдә йолға қоюлғанлиқини вә хитай радио - телевизийә программилириниң қаплаш нисбити үзлүксиз кеңәйгәнликини әскәртти.
У, " үч хил күчләр" гә қарши күрәшниң актипчанлиқини қолға кәлтүргәнликини әскәртип, "актип һуҗум қилиш, баш көтәргән һаман зәрбә бериш, алдинала қол селиш" сияситидә чиң турушимиз керәк, дәп көрсәтти. Лекин америка вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң бу сиясити тероризимға қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқтур, дәп әйиблимәктә. Америка ташқий ишларминистирлиқиниң бу йилқи диний әркинлик доклатида хитай диний паалийәтчиләр вә сиясий өктичиләрни террорчилар билән бир қатарда җазалимақта, дәп әйибләнгән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ваң лечүән җәнубий районларниң намратлиқ сәвәби һәққидә тохталди
- Ваң лечүән йәнә рабийә ханимни һуҗум нишани қилди
- Хитай уйғур елидики 20- април вәқәсиниң тәпсилатини тунҗи қетим ашкарилиди
- Ваң лечүән хитай әлчиханилирини шинҗаңни яхши тәшвиқ қилишқа чақирди
- Шинҗаң вәкили шаңхәйдә бөлгүнчи идийидики уйғурчә нәшр боюмлири вә әдәбий әсәрлиригә зәрбә беришни тәкитлиди
- Ваң лечүән уйғур өсмүрлиригә хитай тили өгитиш хизмитини изчил түрдә күчәйтишни тәкитлиди