Америка дөләт мәҗлисиниң үрүмчини зиярәт қилиш өмики зияритини йерим йолда тохтитип америкиға қайтти

Уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип баридиған вә қәшқәрни зиярәт қилмақчи болған америка дөләт мәҗлисиниң зиярәт үмики зияритини йерим йолда тохтитип америкиға қайтти.

Вәқәдин хәвәрдар әрбапларниң ашкарилишичә, америка дөләт мәҗлисиниң 13 кишилик зиярәт өмики, рабийә қадирниң 2 оғли хитай сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқини вә бир қизиниң аилисидә нәзәрбәнд қилинғанлиқини уққандин кейин, уйғур аптоном райони даирилиригә наразилиқ билдүргән вә "бу әһвалда уйғур аптоном районини давамлиқ зиярәт қилишниң әһмийити қалмиди" дәп қарап үрүмчидин айрилған.

Хәвәр мәнбәлириниң ашкарилишичә, улар әсли бейҗиңда хитай ташқи ишлар министирлиқи вә хәлқ қурултийиниң мәсуллири билән сөһбәт өткүзмәкчи иди. Лекин зиярәт өмики хитайлар билән сөһбәт өткүзүш пиланини бикар қилған. Игилишимизчә, зиярәт өмики җүмә күни бейҗиңдин америкиға қарап йолға чиққан. Хәвәр йезиливатқан мәзгилдә улар сәпәр үстидә иди.

Хитай даирилири пәйшәнбә күни уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадирниң алим абдуреһим вә абликим абдуреһим исимлик икки оғлини вә қизи рошәнгүл абдуреһимни қолға алған. Гәрчә нөвәттә рошәнгүл абдуреһим қоюп берилип аилисидә нәзәрбәнд қилинған болсиму, лекин алим вә абликим абдуреһимларрниң қәйәргә елип берилғанлиқини һазирғичә елан қилмиди.

Сақчилар пәйшәнбә күни рабийә қадирниң 4 нәврә вә җийәнини, күйоғли, келини вә 3 пәрзәнтини аптобуста уланбайға елип берип абликим билән алимни урған. Рабийә қадир аилисиниң ашкарилишичә, абликим һазир дохтурханида болуши мумкин. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org