Вен җиябав, уйғур аптунум районида зиярәттә болди


2004.09.28

Хитай коммунистик партийиси мәркизий комитети сиясий биюрусиниң әзаси вен җиябав 9 - айниң 25 - күни российә, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдики зияритини ахирлаштуруп бейҗиңға қайтишида, уйғур аптунум районида тәкшүрүш елип берип, уйғур елиниң иқсадий тәрәққият әһвалини тәкшүргән.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң истансимизға билдүришичә, вен җиябав уйғур елини тәкшүрүшкә келиштин бир күн илгири, уйғур аптунум райониниң санҗи областида терорлуққа қарши туруш намида маневир түсини алған һәрбий паалийәтләр өткүзүлгән, шуниңдәк вен җиябав санҗи областини мәхсус зиярәт қилған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчисиниң илгири сүришичә, хитай һөкүмитиниң бир тәрәптин, уйғур аптунум райони вәзийитини муқим вә тенч дәп көрситип, йәнә бир тәрәптин уйғур елидә һәрбий һәркәтлирини күчәйтиши һөкүмәтниң уйғурларға ишәнмәйдиғанлиқини вә уларниң қалаймиқанчилиқ чиқиришидин изчил әндишә һис қилидиғанлиқини көрситидикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.