Алтай вә турпандики тағлардин лай-латқа серилиш вәқәлиридә 15 киши өлди
Йеқинда уйғур елиниң алтай вилайити вә турпанда тағлардин лай-латқа серилиш вәқәлири көрүлүп, 15 киши қаза қилди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, алтай районида уда яғқан ямғур сәвәбидин алтай шәһириниң тағлиқ районлирида лай-латқа серилиш вәқәлири көрүлүп, бу йәрдики 4 чарвичи аилиниң чедир өйлирини еқитип кәткән һәмдә 5 нәпәр чарвичи қаза қилған.
Буниңдин башқа йәнә турпанда тағдин еқип чүшкән лай-латқилар бу йәрдики төмүр йолниң бир қисим бөликини еқитип кәткән һәмдә шу сәвәбтин 10 нәпәр қурулуш ишчиси өлгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, мунасивәтлик орунлар һазир қутқузуш ишлирини елип бармақта. Шундақла вәйран болған төмүр йол бөләклириму қайта ясилип пүткән.
Бу йил яз кәлгәндин буян уйғур ели һава келиматиниң турақсиз болуши вә һөл-йиғинниң көп болуши сәвәбидин мушуниңға охшаш кәлкүн вә лай-латқа серилш апәтлири көп көрүлмәктә. (Пәридә)