Йипәк йолини җанландуруш пилани "ортақ виза" түзүми йолға қоюлушни көзләйду
2005.02.18
Б д т , хитай вә оттура асия дөләтләр йипәк йолни җанландуруш программиси бойичә, хитай билән оттура асиядики дөләтләр арисида " ортақ виза түзүми" ни йолға қоюш мүмкинчиликини синап көридикән. Хоңкоңда чиқидиған "вен хуй гезити", хитай билән оттура асиядики дөләтләрарисида " ортақ виза түзүми" йолға қоюш мүмкинчилики барлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йипәк йолини җанландуруш программисиға бир милйон доллар аҗритилған, б д т ниң қоллишидики программиға хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанлар қатнишидикән.
"Вен хуй гезити" ниң билдүрүшичә, әгәр программидики " ортақ виза" түзүми әмәлгә ашса, хитай билән қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистанларға бериш үчүн, юқири дөләтләрниң бириниң визисини елиш купайә қилидикән.
Б д т тәрәққият - пилан комитетиниң бейҗиңдики вәкили халид малик, " ортақ виза" түзүминиң 2 - 3 йил ичидә әмәлийлишишини үмид қилған. Малид малик , йипәк йоли үстидики районларда сода вә саяһәтчиликни раваҗландуруш арқилиқ бу райондики намратлиқни түгүтүш мумкин, чүнки" терорчилиқниң мәнбәәси намратлиқ," дәп қарайдикән. (Әркин)