Дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилиди


2004.11.12

1933 - Вә 1944 - йиллири қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар үчүн бир әнәнә болуп қалмақта.

12 - Ноябир күни кәчтә америкидики уйғурлар вашингтон алаһидә райони әтрапиға йиғилип, қәшқәрни мәркәз қилған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 71 йиллиқи, ғулҗини мәркәз қилған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 60 йиллиқини хатирләш паалийити өткүзди. Америкидики паалийәткә америкидики уйғурлардин сирт түркийә, қазақистан, қирғизиситан, канада қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән миһманлар иштирақ қилди. Хатириләш паалийити рамизан мунасивити билән иптар вақтиға орунлаштурулған.

Хатирләш паалийитиниң ечилиш мурасимида америка уйғур җәмиийитиниң рәиси нури түркәл сөз қилди. Қазақистанда яшайдиған сабиқ милли армийә капитани мәсумҗан зулпиқароф, шәрқий түркистан җумһурийити дәвридики әслимирилирини тонуштурди. Шәрқий түркистан милли армийисиниң һәрбий пормиси көргәзмә қилинди. Шуниң билән биргә америкидики өсмүрләр вә чоңлар тәрипидин тәйярланған һәр хил сәнәт номурлири көрситилди. Бу қетимқи паалийәтни америка уйғур җәмийити тәшкиллигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.