Уйғур елиниң қорғас наһийисидә даириләр инҗил курсидики христян балиларни тутқун қилди
2008.02.29
Америкиниң тексас штатидики "җуңго ярдәм җәмийити" дәп атилидиған бир христян тәшкилати уйғур елиниң қорғас наһийисидә инҗил курсиға қатнишиватқан 13 нәпәр хитай пуқрасиниң даириләр тәрипидин тутқун қилинғанлиқини, тутқунларниң 11 нәпири мәктәп йешидики хитай балилири икәнликини билдүрди.
" Җуңго ярдәм җәмийити" ниң җүмә күни әскәртишичә, қорғас наһийисиниң чиңсихоза базири 4 әтритидә олтуридиған 11 нәпәр бала пәйшәнбә күни шу җайдики бир инҗил курсида тәлим еливатқанда сақчиларниң бастуруп киришигә дуч кәлгән вә балилар" қанунсиз йиғилиш" өткүзгәнлики түпәйли чиңсихоза базиридики сақчи понкитиға елип берилған. Тексастики ярдәм җәмийити, балилар билән бир қатарда йәнә 2 нәпәр аялниң тутқунға учриғанлиқини, бу 2 аялниң инҗил курсидики ярдәмчи мухлислар икәнликини билдүрди.
Вәқәдин хәвәрдар кишиләр радиомизға " инҗил курсиниң шу мәһәллидики оқумайдиған балиларни йиғип, уларға музика вә чалғу әсваблирини өгитиш җәрянида христианларниң инҗилини үгәткәнлики" ни билдүрди.
Чиңсихоза сақчи понкитиниң хадими радиомиз мухбириға балиларниң тутқун қилинғанлиқини етирап қилди, лекин һәрикәтниң наһийилик сақчи тәрипидин елип берилғанлиқини әскәртти. Америкиниң тексас штатидики " җуңго ярдәм җәмийити" уйғур елидә дин тарқитиш паалийити билән актип шуғуллиниватқан тәшкилатларниң бири болуп, йеқинда даириләр мәзкур җәмийәтниң 2 нәпәр уйғур мухлисини қәшқәрдә тутқун қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хәлқара диний әркинлик комитети бушни бейҗиң олимпик йиғинида хитай түрмисидики мәһбуслар билән көрүшүшкә чақирди
- Түркийә дөләт министири сайит язиҗиоғли уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди
- Хитайда христиан муртлири қоюп берилди
- Уйғур илидики идарә, җәмийәтләргә хизмәтчи алғанда динға ишәнмәйдиғанларни таллаш тәләп қилинған
- Дунядики диний рәһбәрләр һиндистанда учришип зораванлиқ - вәһшийлик мәсилисини музакирә қилди
- Уйғур районида икки америка ширкити үстидин тақаш буйруқи чиқирилди
- Америка хитайниң диний әркинлик хатирисини әйиблиди
- Уйғур елидә бир йәр асти черкавиға сақчилар бесип кирди
- Хитай диний саһәгә қаратқан бесимини йәниму күчәйтмәктә
- Америка қошма штатлири хәлқара диний әркинлик комитети доклат елан қилди
- Хитай һөкүмити уйғур диний затлирини компартийә сияситигә бойсундурушқа урунмақта
- Хитай һөкүмити қизилсу областида бу йил йәнә 420 диний затни "вәтәнпәрвәр " қилип тәрбийилимәкчи