Хитай аққун үрүмчидә төт адәмни пичақ билән яриландурди

Үрүмчи хәвәр линийиси торидин бүгүн ашкарилинишичә, 17 - июл күни үрүмчи пойиз вогзалида, хитай өлкисидин уйғур елигә ишләмчиликкә кәлгән бир аққун хитай, пичақ билән төт адәмни яриландурған.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.07.22

 Хәвәрдә вәқә шаһидлириниң сөзини нәқил елишичә, вәқә шу күни чүштин кейин иккидин 20 минут өткәнләрдә садир болған болуп, вәқә садир қилғучи пойиз истансисидики мәлум сатирашхана һәм увилаш өйигә етилип кирип йигирмә сантиметир узунлуқтики бир пичақ билән, үч аял вә бир әрни охшимиған дәриҗидә яриландурған.

Бу вәқәни садир қилғучи әтраптики кишиләрниң сақчиға мәлум қилиши билән тез арида қолға елинған.

Мунасивәтлик сақчи даирилириниң чүшәндүрүшичә,вәқә садир қилғучи дуңбейдин уйғур елигә иш издәп чиққан йигирмә яшлар әтрапидики бир хитай икән, бу хитай яшниң әслидә сатирачханидики яриланған аялларниң бири билән мунасивити болуп, бу өч елиш характеридики вәқә имиш.

Гәрчә бу вәқә үрүмчидә җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елинған бир пәйттә йүз бәргән болсиму, әмма сақчи даириләр бир хитай тәрипидин садир қилинған бигунаһ кишиләрни зәхмиләндүрүш характерини алған бу еғир җинайи вәқәгә унчә җиддий муамилә қилмиди.

Әмма буниңдин икки һәптә илгири үрүмчидики хитай сақчилири шамалбағ мәһәллисидики таңнури бағчиси қоросида тазилаш һәрикити елип берип, қородики бир өйдә истиқамәт қиливатқан уйғур яшлардин 5 кишини етип ташлиған, 2 кишини яриландурған, 8 кишини қолға алған иди. Даириләр вәқәниң "террорлуқ "билән алақидар уйғурларға мунасивәтлик вәқә икәнликини билдүргән һәм сақчиларниң бинани қоршап, өй ичидикиләрни ишикни ечишқа буйруғанда, гумандарларниң ишикни ечишни рәт қилип, пичақ билән сақчиларға қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн етип ташланғанлиқини язған иди.

Вәқәдин кейин америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ гурупписи, хитай һөкүмитини террорчилиққа қарши туруш баһанисида вә яки олимпик бихәтәрлики баһанисида уйғурларни давамлиқ бастурушини тохтитиш керәк дәп агаһландурған иди.
 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.