Хитайда һәр йили 10 миң бала дора йәп гас болуп қалиду


2007.04.13

Хитайда медитсина дорилириниң қалаймиқан ишлитилиш сәвәбидин һәр йили 10 миң бала гас болуп қалидикән.

Ройтерс агентлиқи 13 ‏- април бәргән хәвәридә хитай мәтбуатлиридин нәқил кәлтүрүшичә, хитай гаслар саламәтликини әслигә кәлтүрүш тәтқиқат мәркизи муавин директори җен шең мундақ дәйду: "буниңдики асасий сәвәбкар болса анти-биотик ( бактерийигә қарши турғучи дорилар) ниң өлчәмсиз ишлитилиши." Хәвәрдә қәйт қилинишичә йәнә, хитайда ата-анилар анти-биотикларға вә һаянкәшләрдин сетивалған дориларни йезип беридиған дохтурларға қариғуларчә чоқунидикән. Мәзкур мәркәзниң директори лию җинфең, дохтурлар балиларниң аңлаш сәзгүлиригә тәсир қилиш еһтималлиқи болған дориларни обдан билиши керәк, дәйду.

Хитай һөкүмәт хадимлириниң тәхмин итишичә, һәр йили 30 миңчә бала ирсийәт, юқумлиниш вә пайдисиз дориларниң риаксийәлири қатарлиқ сәвәбләр билән аңлаш иқтидаридин мәһрум болидикән.

Гәрчә хитай һөкүмити анти-биотикларни елишни сәл қийинлаштурған болсиму, бәзи хитай дохтурханилири пайда үчүн қиммәт баһалиқ анти-биотикларни һалиғанчә сатидикән. (Җумә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.