Уйғур елигә хитайларни йәрләштүрүш хизмити күчәйтилмәктә

Хитай һөкүмити, қәшқәр вилайити, қизилсу области вә хотән вилайитидә "ихтисаслиқлар қошуни қурулушини күчәйтиш" баһанисидә, мәзкүр җайларға хитай өлкилиридин мутәхәссис тәклип қилиш вә уларни бу районларда йилтиз тартишқа қизиқтуруш мәқситини ишқа ашурушқа урунмақта.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.13

 Хитай ахбарат вастилири 13 ‏ - май күни, җәнобий уйғур елиниң икки вилайәт ‏вә бир областида ихтисаслиқлар қошуни қурулушини күчәйтидиғанлиқи, мутәхәссисләр тәклип қилинидиғанлиқи һәмдә күч сәрп қилип уйғур елиниң җәнубидики бу районларда ихтисас игилирини тәрбийиләп йетиштүрүшни нөвәттики муһим хизмәтләрдин бири сүпитидә чиң тутидиғанлиқи тоғрисида тәшвиқат илип берип, уйғурлар көп олтурақлашқан районларға ихтисаслиқлар намида хитайларни көпләп орунлаштуруш хизмитини күчәйтмәктә.

Хитайниң бу һәқтики тәшвиқатиниң, уйғур елиниң җәнубидики районларни тәрәққи қилдурушта, земинниң игилири һесабланған уйғурлардин пайдилиниш әмәс, бәлки ихтисас игилирини тәрбийиләш дегән чирайлиқ шуар билән ичкиридин адәм йөткәш, уларни юқири имтияз билән тәминләп, уйғурларни намрат һаләттә тутушни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлигән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит " хитай һөкүмити өзи тәкитләватқандәк, икки вилайәт, бир областниң қезилма байлиқ әвзәллики вә җуғрапийилик, килимат алаһидиликигә асасән хитайларни мәзкур районға техиму көп йәрләштүрүшни тезлитиши, мәзкур райондики хитай нопусини көпәйтиш арқилиқ һәм иқтисади, һәм сиясий җәһәттин үстүнлүкни игиләш нийитини көрситип бериду " деди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.