Ву баңгво, шәрқий түркистан күчлирини бастурушта ярдәм бәргән өзбекистанға рәхмәт ейтти


2007.11.24

Өзбекистанда зиярәттә болуватқан хитай хәлқ қурултийиниң рәиси ву баңгво, җүмә күни ташкәнттә, өзбекистан алий кеңишиниң муавин рәиси әдһәм шадманоф билән учришип, икки дөләт парламентлири оттурисидики мунасивәтләрни техиму күчәйтишни халайдиғанлиқини тәкитлигән.

Хитай вә өзбекистанниң б д т вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси ичидә бир-бири билән йеқиндин һәмкарлишиватқанлиқини тәкитлигән, хитай хәлқ қурултийиниң рәиси ву баңгво, хитай билән өзбекистан оттурисидики сиясий, иқтисадий, енергийә вә бихәтәрлик саһәлиридики һәмкарлиқ 15 йилидин бери давамлиқ тәрәққий қилмақта, дәп көрсәтти.

У, җүмә күни ташкәнттә мухбирларға бәргән баянатида, хитай тәрәпниң, тәйвән вә тибәт мәсилилиридә хитайниң мәйданини қоллиғанлиқи болупму, шәрқий түркистан террорчилириға қарши турушта хитай һөкүмитигә бәргән ярдәмлири үчүн өзбекистан һөкүмитигә алаһидә рәхмәт билдүридиғанлиқини, ипадилигән.

Өзбекистан парламентиниң муавин рәиси шадманоф баянатида, өзбекистан һөкүмити,хитайниң хәлқара вә район характерлик мәсилиләрдики мәйданини һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ичидики ролини тәқдирләйду, дәп көрсәткән.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, өзбекистан һөкүмитиниң болупму, 2005‏ - май ейида әнҗан шәһиридә президент ислам кәримоф һакимийитигә қарши елип берилған наразилиқ намайишини қанлиқ бастурғанлиқи шуниңдәк 2006‏ - йили канада пуқраси, уйғур паалийәтчиси һөсәйин җелилни хәлқара қанунларға хилап һалда, хитайға тапшуруп бәргәнлики, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб дөләтлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири бүгүн президент ислам кәримоф һакимийитини дунядики әң мустәбит һакимийәтләрниң бири дәп қаримақта. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.