Уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға зади немә тәһдит селиватиду ?


2007.10.19

Уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән, нөвәттә уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға тәсир йәткүзидиған амилларниң көп қисими, хәлқ ичидики һәр хил зиддийәтләрниң өткүрлишип кетишидин келип чиқиватқанлиқини билдүргән.

Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, ваң лечүән бу сөзләрни компартийә 17 ‏- қурултийиға қатнишиватқан уйғур или вәкилләр өмикиниң гуруппа музакирә йиғинида сөзлигән сөзидә тәкитлигән болуп, у сөзидә йәнә, районниң иҗтимаий муқимлиқиға тәсир көрситиватқан бәзи сәзгүр мәсилиләрни мисалға алған. Лекин , хитай мәтбуатлири ваң лечүәнниң хәлқ ичидики зиддийәткә ятидиған, лекин уйғур елиниң иҗтимаий муқимлиқиға тәсир көрситидиған қайси сәзгүр мәсилиләрни мисалға алғанлиқини ашкарилимиди.

Ваң лечүәнниң бу сөзи, у техи йеқиндила чәтәллик мухбирларға тәкитлигән "шәрқий түркистан күчлири йәнила уйғур аптоном райониниң муқимлиқидики әң чоң тәһдит" дегән сөзи билән пүтүнләй зит, дәп қаралмақта. Ваң лечүән йиғинда йәнә,хәлқ ичидики зиддийәткә ятидиған адәттики мәсилиләрниң һәммисини һәл қилиш мумкин болсиму, лекин бурундин қалған бәзи қийин мәсилиләрдә йәнила чарисиз қеливатқанлиқини билдүргән. У райондики һәр дәриҗилик кадирлардин бу мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепишни тәләп қилған.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса , хитай даирилириниң "шәрқий түркистан күчлириниң тәһдити" дегинини америкиниң хәлқара террорчилиққа қарши урушидин пайдилинип, уйғур сиясий өктичилирини бастуруштики бир баһаниси, дәп әйиблимәктә. Йеқинда америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмәтниң хитай ишлири комитети елан қилған бир доклатта, хитай даирилириниң уйғур елидә елип барған бастуруш һәрикити асаслиқи уйғурларниң миллий кимликигә қаритилғанлиқини илгири сүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.