Д у қ хитайни, " уйғурларни йәниму қаттиқ назарәт астиға алмақта," дәп әйиблиди
2007.12.18
Сәйшәнбә күни радиомиз вә башқа хәлқаралиқ ахбарат орунлириға мәхсус баянат бәргән дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит " хитай һөкүмити қурбан һейт һарписида уйғурларға болған назарәтни йәниму системилиқ һәм пиланлиқ һалда күчәймәктә. Дуня уйғур қурултийи хитайниң кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидә дуняға бәргән вәдилиригә әмәл қилип, уйғур мусулманлириниң динний әркинлик һәм миллий өрүп адәтлиригә қиливатқан тосқунлуқ һәм контрол қилиш һәрикитини тохтутушни күчлүк тәләп қилимиз," деди.
Дуня уйғур қурултейиниң игә болған учурлириға асасланғанда,хитай һөкүмити һәтта йезиларда "он аилигә бир башлиқ" дегән намда башқуруш түзүмини йолға қоюшқа башлиған болуп, хотән наһийисиниң өзидила 5796 киши мушу хил вәзипигә тәйинләнгән.
Он аилигә назарәтчи болған һәр бир башлиқниң асаслиқ вәзиписи болса өзиниң назарәт даирисидики он аилиниң динний паалийәтлирини көзитиш һәмдә уларниң аилидә динний тәшвиқат һәм мәтбуат боюмлирини сақлишини, қалаймиқан динний паалийәт елип беришини болупму даирә атлап динний паалийәтләр билән шуғуллиниш һәмдә бөлгүнчилик һәрикәтлириниң алдини елиш бу һәқтә әһвал байқиса мәлум қилиш икән.
Уйғурларниң динний паалийәтлирини йәниму контрол илиш һәм тосушни мәқсәт қилған бу хил йеңи түзүм, дуня уйғур қурултийи башлиқ уйғур тәшкилатлириниң бирдәк әйиблишигә учраватқан болуп, дилшат ришит радиомизға бәргән баянатида " хитайниң һечқандақ йеридә мәвҗут болмиған һәтта хитай асасий қануниға рәһбәрлик системисиғиму уйғун болмиған "он аилигә бир башлиқ" дегәндәк ғәйри рәһбәрлик сестимиси йүргүзүши дәрһал тохтитишни тәләп қилимиз вә уйғурларниң динний һәм миллий өрүп адитигә һөрмәт қилишқа чақиримиз," дәп җидди тәләппузда наразилиқини билдүрди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити бай наһийиси сәлим йезисида уйғурларни бастурмақта
- Ву баңгво, шәрқий түркистан күчлирини бастурушта ярдәм бәргән өзбекистанға рәхмәт ейтти
- Үрүмчидә һөкүмәт үстидин шикайәт қилған әрздарлар бастурулмақта
- Хитай : оттура асия башлиқлар йиғини "бөлгүнчилик" вә енергийә мәсилисини музакирә қилиду
- Ваң лечүән, сиясий бюрониң әзалиқиға йәнә сайланди
- Үрүмчидә мәктәпләрдики " қара күч" гуруһларни тазилаш елип берилмақта
- Хитай, 1 - өктәбирдә уйғурларниң намайишқа дуч келиду
- Үрүмчидә бу йил киргәндин буян 300 нәпәр адәм "3 хил күч" җинайити билән қолға елинған
- Хитай дөләт кабинти "шинҗаң мәсилиси" тоғрисида мәхсус йиғин чақирди