Уйғур аптоном районида өз ‏- ара қошувитилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 700 ашти

Җуңго даирилири уйғур аптоном районида буниңдин кейин миллий оқуғучилар билән хитай оқуғучиларниң 1 - синиптин башлап арилишип оқуйдиғанлиқини билдүрди. Лекин уларниң әскәртишичә, бу нишанға йетиш үчүн вақит кетидикән. Нөвәттә уйғур аптоном райони бойичә өз ара қошувитилгән миллий вә хитай мәктәплириниң сани 2006 - йилғичә 707 гә йетип барған.

Уйғур аптоном райони маарип назаритиниң әмәлдари пең шйәнвейниң шинхуа ахбарат агентлиқиға әскәртишичә, бу " миллий маарипниң сапасини өстүрүп, қош тиллиқ оқутушни илгири сүрүшкә муһит яратмақта". У, маарип даирилириниң буниңдин кейин хитай вә миллий оқуғучилардин тәркип тапидиған " арилашма синиплар"ни көпәйтидиғанлиқини билдүрди. Лекин буниң вақит алидиғанлиқини тәкитлигән пең шйәнвей, "башланғуч вә йәсли маарипини яхши елип барғанда өсмүрләрниң аңлаш иқтидарини һәл қилған болимиз. Шундақта биз арилашма синипларни биринчи йиллиқидин башлап йолға қоялаймиз" дәйду.

Уйғур аптоном райони партикоминиң секритари ваң лечүән, уйғурларға хитай тилида дәрс өтүшни 100 йиллиқ истратегийилик пилан, дәп тәриплигән. Лекин бу сиясәтни тәнқид қилғучилар, бу пилан уйғур тили вә уйғур мәдәнийитини йоқитиш, уйғурларни ассимилятсийә қилишни мәқсәд қилған, дәп әйиблимәктә. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org