Бу йил хитайниң дөләт бихәтәрликигә четишлиқ җинайәтчиләрни әң көп қолға алған йили
2007.11.29
Хитай һөкүмәт органлириниң истатистикисидин ашкарилинишичә, 2006 - йили дөләтниң бихәтәрликигә дәхли йәткүзгән дегән җинайәт билән қолға елинғанлар сани 2005 - йилидикидин бир һәссә көпәйгән.
Мәркизи америкиниң лос анҗилис шәһиридики диалог фонди тәшкилати хитайда йеңила нәшр қилинған һөкүмәт мәҗмуәсиниң доклатини нәқил кәлтүрүп " 2006 - йили бир йилда хитайда дөләт бихәтәрликигә дәхли йәткүзгән дегән җинайәт билән 604 адәмниң қолға елинғанлиқи, буларниң ичидә 561 иниң делосиниң хитай соти тәрипидин бир тәрәп қилиниш алдида туруватқанлиқи" ни билдүргән.
Диалог фонди тәшкилатиниң билдүрүшичә, мәзкүр дилолар ичидики аз бир қисим дилолар хитай һөкүмити һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати тәрипидин ашкара елан қилинған болуп, 90 пирсәнт делониң җинайәтчилиридин ташқи дуня хәвәрсиз икән. Диалог фонди тәшкилатиниң тәкитлишичә, хитайниң 2006 - йили дөләт бихәтәрликигә дәхли йәткүзгән вә яки дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған дегәнгә охшаш җинайәтләр билән қолға алған адәм сани 2002 - йилидин буян қолға алған адәм саниға селиштурғанда әң көп бир йил һесаблинидикән.
Хитай һөкүмити сиясий җинайәт артип қолға алған уйғур паалийәтчиләрниң сани әң көп болуп, һөкүмәт бу санни мәхпий тутуп кәлмәктә . Хитай буниңдин 8 йил бурун, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни дөләтниң мәхпийәтликини ашкарилиған дегән җинайәт билән түрмигә ташлиған иди. Бирақ һазир рабийә қадир ханим демократик әлләрниң, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йүксәк баһасиға еришкән кишилик һоқуқ паалийәтчиси болупла қалмастин бәлки дуня нобил тенчлиқ мукапатиниң күчлүк намзати шуниңдәк уйғурларниң мәнивий аниси дәп тәрипләнмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир қәшқәрдики өлүм җазаси мунасивити билән хәлқара олимпик комитетини әйиблиди
- Америка уйғур бирләшмиси баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни өлүмгә һөкүм қилғанлиқини әйиблиди
- Қурбан сәйпидин 13 йилдин бери инисини өлтүргән қатилни җазалиталмиди
- Уйғур елидә бир йәр асти черкавиға сақчилар бесип кирди
- Хитай җамаәт хәвипсизлик министирлиқи йеңи бир қаттиқ зәрбә бериш һәрикити башлимақчи
- Хитай һөкүмити исмайил сәмәтни өлүмгә һөкүм қилди
- Уйғур илидә өткән йили 18 миң адәм сиясий сәвәбләрдин қолға елинди
- Хитай икки уйғурни партлитиш садир қилмақчи дәп қолға алди
- Хитай учтурпанда 10 нәпәр уйғурни бөлгүнчилик билән әйибләп қолға алди
- Хитай даирилири үрүмчидә җәнуплуқ 6 уйғур яшни тутқун қилди
- Хитай даирилири үрүмчидә бир ай ичидә миңға йеқин кишини қолға алди
- Авистралийә пуқраси уйғур нурполат абдулла қазақистанда 15 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған