Хитайниң хотән вилайити даирилири бир уйғурға чәтәлликләргә ярдәмләшти дәп җаза һөкүм қилди
2007.12.05
Хотән вилайитиниң әмгәк билән өзгәртиш комитети 11 - айда, '2007 - йил 94 - номурлуқ' қарар чиқирип, хотән шәһири шорбағ йезисида олтурушлуқ ( әсли юрти қариқаш зава) осман имингә икки йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазаси һөкүм қилған. Осман имин алий мәктәп пүттүргән, 1998 - йили кадирлиқтин истипа бәргән.
Хитай һөкүмитиниң қарарида осман имингә, шинҗаң тинч окян йеза иглик мәнбәлирини ечиш ширкитиниң лоп наһийисидики шөбисидә ишлигәндә, чәтәлликләрниң қанунсиз һәрикәтлиригә ярдәмләшкән, дегән җинайи нам артилған. Әмма униң пакитлири баян қилинмиған.
Америкиниң тексас шитатидики 'америкиниң хитайға ярдәм бериш җәмийити' дегән тәшкилат 12 - айниң 4 - күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң 'шинҗаң тинч окян йеза иглик мәнбәлирини ечиш ширкитиниң лоп наһийисидики шөбисиниң хоҗайини хиристиан диниға етиқад қилидиған киши болғачқа, уни йәрлик даириләр 'диний сиңип кириш паалийити билән шуғулланди' дәп чегридин чиқип кетиш буйруқи елан қилғанлиқиға вә мәзкур ширкәттә ишлигән уйғур осман иминни 'дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған христян' дәп икки йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазаси һөкүм қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бу йил хитайниң дөләт бихәтәрликигә четишлиқ җинайәтчиләрни әң көп қолға алған йили
- Голландийә мухбирлири уйғур елидә сақчиларниң паракәндичиликигә учриди
- Албанийидики бәш уйғурниң бири - адил һаким шиветсийигә келип қериндашлири билән көрүшти
- Хитайниң японийә әлчиханисида турушлуқ сабиқ хадими өлүм җазасиға һөкүм қилинди
- Рабийә қадир қәшқәрдики өлүм җазаси мунасивити билән хәлқара олимпик комитетини әйиблиди
- Америка уйғур бирләшмиси баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни өлүмгә һөкүм қилғанлиқини әйиблиди
- Хитайда йәр - мүлүк һоқуқини қоғдиғучи түрмидә қийин - қистаққа елинған
- Қурбан сәйпидин 13 йилдин бери инисини өлтүргән қатилни җазалиталмиди
- Хитай алий соти йәрлик сотчиларниң өлүм җазаси бериштә соғуққан болушини тәләп қилди
- Һөсәйин җелил қолға елинғандин буян тунҗи қетим аниси билән көрүшүшкә муйәссәр болди
- яң җйәнли хитайниң демократийилишиш вә әркинликни тосушиниң мумкин әмәсликини көрсәтти
- Йеңи зелландийә һөкүмити гуәнтаномо һәрбий лагиридики уйғурларни қобул қилишни рәт қилди